Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • my 77-һекайә
  • Улар һәргиз бутқа сәҗдә қилмайду

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Улар һәргиз бутқа сәҗдә қилмайду
  • Муқәддәс Китап һекайилири
  • Охшаш мәлумат
  • Бабилондики төрт оғул бала
    Муқәддәс Китап һекайилири
  • Сиз биләмсиз?
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2023
Муқәддәс Китап һекайилири
my 77-һекайә
Shadrach, Meshach, and Abednego refuse to bow down to King Nebuchadnezzar’s gold image

77-һЕКАЙӘ

Улар һәргиз бутқа сәҗдә қилмайду

БУ ҮЧ яш жигит һәққидә аңлиғанлириңиз ядиңиздиму? Шундақ, улар Даниялниң достлири. Улар өзлириниң йейишигә мас кәлмәйдиған йемәкликләрни йейишни рәт қилған еди. Бабилонлиқлар уларни Шадрак, Мишак вә Әбәднего, дәп аташқан. Амма, һазир уларға қараңа! Улар немә үчүн башқиларға охшаш, бу ғайәт зор һәйкәлгә сәҗдә қилмиди? Биз бирликтә җававини издәп бақайли.

Йәһва Худа өзи йезип бәргән он пәрман, дәп аталған қанунлар ядиңизда барму? Шуларниң арисидики биридә: “Мәндин башқа һеч қандақ илаһқа ибадәт қилмиғин”, дейилгән еди. Гәрчә мошу қанунға бойсунуш асан болмисиму, улар һазир униңға қәтъий бойсунуватиду.

Бабилон падишаси Нәбуқәднәсәр нурғун әмәлдарни өзи тиклигән бу һәйкәлни улуқлап һөрмәт-еһтирам билдүрүшкә чақирди. У барчә хәлиққә буйруқ қилип: “Силәр канай, чилтар вә башқа чалғу әсвапларниң авазини аңлиғанда, сәҗдә қилип бу алтун һәйкәлгә баш уруңлар. Кимки сәҗдә қилмайдикән, дәрһал от көйүп турған очаққа ташлиниду”, деди.

Нәбуқәднәсәр Шадрак, Мишак вә Әбәднеголарниң сәҗдә қилмиғанлиғини билип, наһайити аччиқланди. У уларни алдиға елип келишкә адәм әвәтти. У уларниң һәйкәлгә сәҗдә қилишиға йәнә бир пурсәт бәрди. Бирақ, у яш жигитләр Йәһваға ишәнч қилди. Улар Нәбуқәднәсәргә: “Биз ибадәт қилидиған Худа бизни қутқузушқа қадирдур. Һәтта у бизни қутқузмиған тәғдирдиму, силиниң алтун һәйкәллиригә сәҗдә қилмаймиз”, деди.

Буни аңлиған Нәбуқәднәсәр техиму дәрғәзәпкә кәлди. Янда от көйүп турған очақ бар еди. У буйруқ қилип: “Отни техиму улғайтип, очақни илгирикидин йәттә һәссә қизитиңлар”, деди. Андин кейин, униң қошунидики әң күчлүк әскәрләр Шадрак, Мишак вә Әбәднеголарни бағлап очаққа ташлиди. От бәк күчлүк болғач, от ялқуни әскәрләрни көйдүрүп өлтүрүвәтти. Ундақта, отқа ташланған үч жигит қандақ болди?

Падиша очаққа бир қарап, қаттиқ чөчүп, қорқуп кәтти. У: “Биз үч кишини бағлап, от көйүватқан қизиқ очаққа ташлиған әмәсмидуқ?”, дәп сориди.

Униң хизмәткарлири: “Шундақ, үч адәм”, дәп җавап бәрди.

Падиша: “Бирақ, мән төрт адәмниң от ичидә меңип жүргәнлигини көрдүм. Улар бағлақлиқ әмәс, һәм улар отта көймәпту. Қаримаққа төртинчи бири периштә охшайду”, деди. Шуниң билән, падиша очақниң еғизиға азирақ йеқинлишип: “Шадрак! Мишак! Әбәднего! Һәммидин улуқ Худаниң хизмәткарлири, бу яққа чиқиңлар!”, дәп вақириди.

Улар чиққандин кейин, барлиқ кишиләр уларниң көйүп кәтмигәнлигини көрди. Шуниң билән, падиша: “Шадрак, Мишак вә Әбәднеголарниң Худаси мәдһийиләнсун! У периштәсини әвәтип өз хизмәтчилирини қутқузуп қалди. Чүнки, улар өзлириниң Худасидин башқа илаһларға сәҗдә қилмиди”, деди.

Үч яш жигитниң Йәһваға болған садақәтмәнлигини үлгә қилишимизға әрзийду, шундақ әмәсму?

Чиқиш 20:3; Даниял 3:1—30.

Үгиниш үчүн соаллар

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш