94-һЕКАЙӘ
Кичик балиларни яхши көрүш
ҚАРАҢА, бу йәрдә һәзрити Әйса кичик балини қучақлап турупту. Униң кичик балиларға һәқиқәтән көңүл бөлидиғанлиғини көрисиз! Бу йәрдә қарап турғанлар Әйса пәйғәмбәрниң әлчилири. У уларға немә дәватиду? Биз бирликтә көрүп бақайли.
Һәзрити Әйса вә униң әлчилири узун сәпәр қилип, әндила қайтип кәлди. Йол үстидә әлчиләр өз ара талаш-тартиш қилишқан еди. Шуңа, сәпәрдин кейин, Мәсиһ Әйса: “Йолда немә тоғрисида талаш-тартиш қилиштиңлар?”, дәп сориди. Әмәлиятта, у уларниң немә тоғрисида талаш-тартиш қилишқанлиғини биләтти. Бирақ, Әйсаниң мундақ сориши, әлчиләрниң қандақ җавап беридиғанлиғини билип беқиш үчүн еди.
Әлчиләр униңға җавап бәрмиди. Чүнки, улар йолда кимниң әң улуқ екәнлиги тоғрисида талаш-тартиш қилишқан еди. Бәзи әлчиләр қалған башқилириға қариғанда жуқурирақ болушни халатти. Һәзрити Әйса уларға, өзини чоң тутушниң хата екәнлигини қандақ чүшәндүрди?
Әйса Мәсиһ йениға бир кичик балини чақирип, уни оттурида турғузди. Андин кейин, шагиртлириға: “Силәр чоқум шуни билишиңлар керәкки, силәр өзгирип, кичик балилардәк болмисаңлар, Әршниң Падишалиғиға һәргиз кирәлмәйсиләр. Падишалиқта әң улуқ болидиғини, бу балиға охшаш болғучилардур”, деди. Униң немә үчүн мошу гәпни қилғанлиғини биләмсиз?
Сәвәви, кичик балилар өзиниң башқиларға қариғанда жуқури яки төвән болуши тоғрисида ойлапму қоймайду. Шуңа, әлчиләр чоқум кичик балилардәк болушни үгинип, өз орниниң жуқури яки төвән болуш мәсилиси һәққидә һәргиз талаш-тартиш қилмаслиғи керәк.
Йәнә бир қетим, Әйса пәйғәмбәр өзиниң балиларға бәкму көңүл бөлидиғанлиғини көрсәтти. Бир нәччә айлардин кейин, бәзи адәмләр балилирини биллә елип келип, һәзрити Әйса билән көрүшмәкчи болған еди. Әлчиләр уларни тосимақчи болди. Амма, Әйса Мәсиһ әлчиләргә: “Балилар алдимға кәлсун, уларни тосимаңлар. Чүнки, Әршниң Падишалиғиға киридиғанлар дәл мошуларға охшашлардур”, деди. Шуниң билән, һәзрити Әйса балиларни қучиғиға елип, уларға бәхит тилиди. Униң кичик балиларни яхши көридиғанлиғини билиш кишини бәкму хошал қилиду, шундақму?!