102-һЕКАЙӘ
Әйса Мәсиһ тирилди
БИЛӘМСИЗ, рәсимдики бу аял ким? Икки әрчу? У аял мәҗдәллик Мәрийәм, һәзрити Әйсаниң дости. Ақ кийим кийгән икки әр киши болса периштәләр. Мәрийәм ичигә қараватқан бу кичик өй, Әйса өлгәндин кейин, униң җәсити қоюлған җай, йәни униң қәбри. Бирақ, һазир җәсәт йоқ! Ким җәсәтни елип кәткәнду? Биз бирликтә қарап бақайли.
Әйса Мәсиһ өлгәндин кейин, роһанийлар Пилатусқа: “Әйса һаят чеғида, өлүп үч күндин кейин тирилимән дәп, ейтқан. Шуңа, қәбирни қоғдаш үчүн буйруқ бәргәйсиз. Шундақ болғанда, униң шагиртлири униң җәситини оғрилап кетәлмәйду вә уни өлүмдин тирилди дейәлмәйду!”, деди. Пилатус роһанийларға қәбирни қоғдаш үчүн әскәр әвәтишни буйриди.
Бирақ, Әйса өлүп үчинчи күни таң сәһәрдә, Худа Йәһваниң периштәси уштумтут кәлди. У қәбирниң ағзидики ташни домилитивәтти. Әскәрләр қаттиқ қорқушуп, қарап турупла қелишти. Ахирида, улар қәбирә ичигә қариған еди, җәсәт йоқ! Бәзи әскәрләр шәһәргә кирип роһанийларға ейтти. Шу қара нийәт роһанийларниң немә қилғанлиғини биләмсиз? Улар әскәрләргә пул берип ялған ейтқузди. Роһанийлар әскәрләргә: “Әйсаниң шагиртлири кечиси келип, биз ухлаватқанда җәсәтни оғрилап әкетипту, дәңлар”, деди.
У вақитта, һәзрити Әйсаниң достлири болған бәзи аяллар қәбирни йоқлап барди. Улар қәбирниң қуруқ турғанлиғини көрүп, бәкму һәйран болушти! Туюқсиз кийимлиридин нур чақнап туридиған икки периштә пәйда болди. Улар: “Немә үчүн Әйсани бу йәрдин издәйсиләр? У тирилди. Тез берип униң шагиртлириға ейтиңлар”, деди. Шуниң билән, аяллар учқандәк жүгрәп кетишти! Бирақ, йолда бир әр киши уларни тохтатти. Биләмсиз, у киши ким? У Әйса Мәсиһ! У: “Берип шагиртлиримға хәвәр қилиңлар”, деди.
Аяллар Әйсаниң тирилгәнлигини вә өзлириниң уни көргәнлигини шагиртларға хәвәр қилғанда, шагиртлар ишәнмиди. Петрус билән Юһанна өзлири көрүш үчүн қәбиргә жүгрәп барди, амма қәбирә қуруқ туратти! Петрус билән Юһанна кәткәндин кейин, мәҗдәллик Мәрийәм у йәрдә қалди. Бу вақитта, у қәбирниң ичигә қариведи, икки периштәни көрди.
Әйсаниң җәситигә немә болғанлиғини биләмсиз? Худа уни ғайип қиливәтти. Худа Әйсаниң өлүк тенини тирилдүрмигән. У Әйса Мәсиһкә худди асмандики периштәләргә охшаш, йеңи бир роһий тәнни бәргән. Бирақ, Әйса өзиниң тирилгәнлигини көрситиш үчүн шагиртлириға инсанлар көрәләйдиған бир тән билән кишиләр арисида пәйда болған еди. Кейинки парчә һекайидә бу тоғрисида үгинимиз.