107-һЕКАЙӘ
Истипанниң чалма-кесәк қилиниши
БУ ЙӘРДӘ тизлинип турған киши Истипан. У Әйсаниң садақәтмән шагирти. Бирақ, қараңа! Һазир униңға немә болди. Әву кишиләр униңға ташларни етиватиду. Улар немә үчүн Истипанни шунчә өч көриду, һәтта бундақ рәһимсизлик қилиду? Бирликтә көрүп бақайли.
Худа Истипанниң әҗайип мөҗүзиләрни қилишиға ярдәм бәргән еди. Бирақ, кишиләр буни яхши көрмиди. Шуңа, улар Истипан билән талаш-тартиш қилип, униң башқиларға һәқиқәтни үгитишигә қарши турди. Бирақ, Худа Истипанни алаһидә әқил-парасәткә егә қилди. Истипан бу кишиләрниң үгитип кәлгәнлириниң хата тәлим екәнлигини көрситип бәрди. Шуниң билән, улар техиму ғәзәпләнди. Шуңа, улар уни тутти, һәм башқиларни униңға төһмәт қилишқа чақирди.
Баш роһаний Истипандин: “Бу ишлар растму?”, дәп сориди. Истипан Муқәддәс Китапқа асасән қайил қиларлиқ бир нутуқ сөзләп җавап бәрди. Нутуқ ахирлишай дегәндә, у өтмүштә Йәһваниң пәйғәмбәрлирини өч көргәнләрниң бәкму рәзил кишиләр екәнлигини ейтти. Андин кейин, у: “Силәр шу кишиләргә охшайсиләр. Силәр Худаниң хизмәтчиси Әйсани өлтүрдүңлар. Худаниң қануниға әмәл қилмидиңлар”, деди.
Буни аңлап, диний йетәкчиләр интайин ғәзәпләнди! Чишлирини ғучурлатти. Бирақ, Истипан болса бешини көтирип: “Қараңлар! Әйсаниң асманда Худаниң оң йенида турғанлиғини көрдүм”, деди. Истипан бу гәпни қилишиға, улар қоллири билән қулақлирини йепивелип, етилип берип Истипанни тутуп, тартип шәһәр сиртиға елип чиқти.
Улар чапанлирини йешип, Саул исимлиқ бир яшниң қарап қоюшиға тапшурди. Саулни көрдиңизму? Андин кейин, уларниң бәзилири Истипанға таш етишқа башлиди. Бу йәрдә сиз көрүп турғандәк, Истипан тизлинип Худаға дуга қилип: “Әй Йәһва, уларни қилған яман ишлири үчүн җазалимиғайсән”, деди. У уларниң арисидики бәзиләрниң диний йетәкчиләр тәрипидин алданғанлиғини биләтти. Андин кейин, Истипан җан үзди.
Әгәр башқилар сизгә яманлиқ қилса, улардин өч аламсиз яки Худадин уларни җазалашни тиләмсиз? Истипан вә Мәсиһ Әйса һәргизму ундақ қилмиған. Башқилар уларға яманлиқ қилсиму, улар башқиларға меһриванлиқ қилған еди. Бизму уларни үлгә қилишқа тиришип бақайли!