3-савақ
Әйса Мәсиһ дегән ким?
Әйса Худаниң “тунҗиси” дәп немишкә аталған? (1)
Әйса “Худаниң Сөзи” дәп немишкә аталған? (1)
Әйса йәргә адәм болуп немишкә кәлди? (2—4)
Әйса мөҗүзиләрни немишкә қилди? (5)
Әйса йеқиндики келәчәктә немиләрни қилиду? (6)
1. Әйса йәргә келиштин авал, у асманда роһаний шәхс болуп яшиған. Әйса Худаниң әң биринчи яратмиси, шуниң үчүн У “тунҗиси” дәп аталған (Колосилиқларға 1:15; Вәһий 3:14). Әйса Худаниң роһаний оғли, уни Худа Өзи яратқан. Йәрдә адәм балиси болидиғандин авал, Йәһвә Худа уни “чевәр ярдәмчиси” сүпитидә асман вә йәрдики барлиқ нәрсиләрни яратмаққа пайдиланди (Тәмсилләр 8:22—31, “Муқәддәс китапниң Заманавий тәрҗимиси”, рус.; Колосилиқларға 1:16, 17). Худа шундақла уни Өзиниң баш вәкили сүпитидә қолланди. Мана шу сәвәптин Әйса “Худаниң Сөзи” дәп аталған (Йоһан 1:1—3; Вәһий 19:13).
2. Худа Өз оғлиниң өмүрини Мәрийәмниң қосиғиға селип, йәргә әвәтти. Шуниң үчүн Әйсаниң адәм атиси болмиған. Мана шу сәвәптин Әйсаға гуна вә камилсизлиқ мирас болалмиди. Худа Әйсани йәргә әвәткән сәвәплири: 1) адәмләргә Худа тоғрисидики һәқиқәтни үгитиш үчүн (Йоһан 18:37), 2) камаләт әйипсизлигини сақлап, бизгә үлгә қалдуруш үчүн (Петрусниң 1-хети 2:21) вә 3) бизни гунадин вә өлүмдин қутулдуруш үчүн өзиниң җенини қурван қилди. Немишкә бу һаҗәт болди? (Мәтта 20:28).
3. Худаниң буйриғини тиңшимастин, биринчи инсан Адәм-ата Муқәддәс китапта “гуна” дәп атайдиған ишни қилди. Шуңлашқа Худа Адәм-атини өлүмгә һөкүм қилди (Яритилиш 3:17—19). У әнди Пәрвәрдигарниң тәләплиригә лайиқ болалмиди, шуңлашқа камаләтликни йоқатти. Аста-аста Адәм-ата қериди һәм өлди. У гунани өзиниң барлиқ әвладиға қалдурди. Мана мошу сәвәптин бизму қериймиз, ағриймиз һәм өлүмиз. Адәмзатни әнди қандақ қутулдурушқа болатти? (Римлиқларға 3:23; 5:12).
4. Әйса Адәм-атиға охшаш камил адәм болған. Бирақ Әйса Адәм-атиға қариғанда һәр дайим, һәтта әң қийин синақлардиму, Худаниң сөзигә кирәтти. Шу сәвәптин өзиниң камил инсан өмүрини қурванлиққа берип, у Адәм-атиниң гунаси үчүн һәқ төләлиди. Буни Муқәддәс китап “төләм” дәп атайду. Әнди Адәм-атиниң балилирида өлүм җаза һөкүмидин қутулуш имканийити пәйда болди. Әйсаға ишәнгән барлиқ адәмләрниң гуналири кәчүрүлиши мүмкин вә уларниң мәңгү өмүр сүрүдиған мүмкинчилиги бар (Тимотийға 1-хәт 2:5, 6; Йоһан 3:16; Римлиқларға 5:18, 19).
5. Йәрдә яшаватқанда Әйса ағриқларни сақайтқан, ач қалғанларни тойғазған вә боранларни тохтатқан. У һәтта өлгәнләрниму тирилдүргән. Әйса мөҗүзиләрни немә үчүн қилған? 1) У азап чәккән адәмләрни аяп, уларға ярдәм бәргүси кәлгән. 2) Бу мөҗүзиләр униң Худа Оғли екәнлигини дәлиллигән. 3) Бу ишлар Әйса йәр үстидә Падишалиқ қилғанда, сөзгә киргән һәттә адәмләр үчүн немә қилидиғанлиғини көрсәтти (Мәтта 14:14; Марк 2:10—12; Йоһан 5:28, 29).
6. Әйса өлди, уни Худа роһаний шәхс сүпитидә тирилдүрди вә у асманға қайтти (Петрусниң 1-хети 3:18). Кейинирәк Пәрвәрдигар уни Падиша қилип сайлиди. Йеқин арида Әйса йәр йүзини явузлиқ һәм азапчилиқтин қутулдуриду (Зәбур 36:9—11; Тәмсилләр 2:21, 22).
[7-бәттики рәсимләр]
Әйсаниң хизмити хәлиқни оқутуш, мөҗүзиләрни ясаш вә биз үчүн һаятини бериветиштин ибарәт болған еди.