6-савақ
Худа Падишалиғи дегән немә?
Худа Падишалиғи қәйәрдә орунлашқан? (1) Униң Падишаси ким? (2)
Падиша билән биллә йәнә бирлири башқурамду? Әгәр башқурса, уларниң сани қанчә? (3)
Биз ахирқи күнләрдә өмүр сүрүватқинимиз немидин көрүнүп туриду? (4)
Худа Падишалиғи келәчәктә адәмзат үчүн нәмә қилип бериду? (5—7)
1. Әйса йәрдә болған мәзгилдә өзиниң избасқучилириға Худа Падишалиғиниң келиши тоғрилиқ дуа қилишни үгәтти. Падишалиқ — бу һөкүмәт, уни падиша башқуриду. Худа Падишалиғи — алаһидә бир һөкүмәт. У асманда орунлашқан вә йәр үстидин һөкүмралиқ қилиду. Падишалиқ Худа исмини муқәддәс қилиду. У Худаниң ирадиси асмандила әмәс, йәрдиму орунлинишини әмәлгә ашуриду (Мәтта 6:9, 10).
2. Худа, өзиниң Падишалиғиниң Падишаси Әйса болиду, дәп вәдә бәргән (Луқа 1:30—33). Әйса йәрдә болғанда өзиниң меһриван, адил, камил Башчи болидиғинини дәлиллиди. Асманға көтирилип, Әйса Худа Падишалиғиниң Падиша тәхтисигә шу заманда олтарғини йоқ (Ибранийлар 10:12, 13). Йәһва Худа Әйсаға вәдән қилған һакимийәтни 1914-жили бәрди. Шу вақиттин башлап, Әйса Йәһва Худаниң асмандики тайинланған падишаси болди (Даниял 7:13, 14).
3. Буниңдин ташқири, Йәһва Худа бир мунчә садиқ әр вә аялларни йәрдин асманға өтүш үчүн таллавалди. Улар падишалар, һөкүмралар, роһанийлар болуп Әйса билән биллә адәмзатни башқуриду (Луқа 22:28—30; Вәһий 5:9, 10). Әйса өзиниң Падишалиғиниң тәркивигә киридиған һөкүмраларни “кичик пада” дәп атиди. Уларниң сани — 144 000 (Луқа 12:32, ЙД; Вәһий 14:1—3).
4. Әйса Падиша болуп, асмандин Шәйтанни вә униң зулум пәриштәлирини йәрниң даирисигә қоғлап чүшәрди. Мана шу сәвәптин 1914-жилдин башлап, йәр йүзидики әһвал наһайити начарлишип кәтти (Вәһий 12:9, 12). Урушлар, ачарчилиқ, ағриқ-силақ, җинайәтләрниң өсүши — мошуниң һәммиси “бәлгүниң” қисимлири, улар Әйсаниң башқуриватқанлиғини һәм мошу дунияниң түзүми ахирқи күнләрни кәчүриватқанлиғини көрситиду (Мәтта 24:3, ЙД, 7, 8, 12; Луқа 21:10, 11; Тимотийға 2-хәт 3:1—5).
5. Йеқин арида Әйса қойчи қой билән өшкини бөлгәндәк, адәмләрни бөлүп һөкүм чиқириду. “Қойлар” — чин көңли билән униңға берилгән инсанлар. Улар йәрдә мәңгу өмүр сүрүшкә егә болиду. “Өшкиләр” — Худаниң Падишалиғини рәт қилғанлар (Мәтта 25:31—34, ЙД, 46). Йеқин арада Әйса өшкә мүҗәзлик адәмләрни йоқ қилиду (Салоникилиқларға 2-хәт 1:6—9). Әгәр сиз Әйсаниң “қойға” охшиған адәмлириниң санида болғуңиз кәлсә, Падишалиқ тоғрисида хәвәрни тиңшишиңиз керәк вә алған билимиңизгә мувапиқ өмүр сүрүшиңиз керәк (Мәтта 24:14).
6. Һазир йәр көплигән мәмликәтләрниң җайлириға бөлүнгән. Һәр бир мәмликәттә өзиниң һөкүмити бар. Хәлиқләр һемишәм бир-бири билән урушиду. Амма барлиқ адәм һөкүмәтлириниң орниға Худа Падишалиғи келиду. Бу ялғуз һөкүмәт путкүл йәр йүзини башқуридиған болиду (Даниял 2:44). У вақитта уруш, зорлуқ вә хиянәт болмайду. Һәммә инсанлар бирликтә вә течлиқта өмүр сүриду (Михә 4:3, 4).
7. Әйсаниң Миңжиллиқ һөкүмралиғида садақәтлик адәмләр камаләткә йетиду, йәр болса җәннәткә айлиниду. Миң жилниң ахирида Әйса Худа илтимаслириниң барлиғини орунлап пүтүриду. Андин кейин Әйса Падишалиқни Худаға қайтуруп бериду (Кор. 1-х. 15:24). Худаниң Падишалиғи әмәлгә ашурудиған ишлири тоғрилиқ өзиңизниң йеқинлириға вә достилириңизға немишкә ейтип бәрмәйсиз?
[13-бәттики рәсим]
Әйса һөкүмралиғи астида өчлүк билән хурапий көз қарашлар болмайду.