Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • rq 8-сав., 16—17 б.
  • Худаға яқидиған аиләвий турмуш

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Худаға яқидиған аиләвий турмуш
  • Худа биздин немә тәләп қилиду?
  • Охшаш мәлумат
  • Аилини немә бәхитлик қилиду?
    Муқәддәс китап тәлимлири
  • Аилә турмушиңизни қандақ бәхитлик қилиш?
    Муқәддәс Китапта немә ейтилиду?
  • Қандақ қилип аилини бәхитлик турмушқа ериштүрәләйсиз?
    Худаниң Сөзигә қулақ селип мәңгү яшаң!
  • Бәхит-саадәтлик аиләвий турмуш. 1-қисим
    Мәңгү шат-хорам яшаң! Муқәддәс Язмилар һәққидә билим ашуруш
Худа биздин немә тәләп қилиду?
rq 8-сав., 16—17 б.

8-савақ

Худаға яқидиған аиләвий турмуш

Аилидә әр киши қандақ орунға егә? (1)

Әр киши аялиға қандақ муамилә қилиши керәк? (2)

Атиниң вәзипилири немидин ибарәт? (3)

Аилидә аялниң орни қандақ? (4)

Худа ата-анилардин вә балилардин немә тәләп қилиду? (5)

Айрим турушқа вә аҗришишқа Муқәддәс китапниң көз-қариши қандақ? (6, 7)

1. Муқәддәс китапта әр — аилиниң башчиси дейилгән (Кор. 1-х. 11:3). Әрниң пәқәт бирла аяли болуши керәк. Әр билән аял мәмликәтниң қануни бойичә некадин өтүши керәк (Тимотийға 1-хәт 3:2; Титқа 3:1).

2. Әр аялини өзини яхши көргәндәк сөйүши лазим. Әйса өзиниң избасарлириға қандақ муамилә қилған болса, уму аялиға шундақла қариши керәк (Әфәсликләргә 5:25, 28, 29). Әрниң аялини уруши яки қандақту бир яман муамилә қилиши натоғра. Әксичә, әр аялиға иззәт вә һөрмәт көрситиши керәк (Колосилиқларға 3:19; Петрусниң 1-хети 3:7).

3. Өз аилисини тәминләш үчүн ата пүткүл ихласи билән әмгәк қилиши лазим. У аялини вә бала-җақисини тамақ, кийим-кечәк вә өй-мақан билән тәминлиши һаҗәт. Шундақла ата өз аилисиниң роһаний иһтияҗилирини қанаәтләндүрүши керәк (Тимотийға 1-хәт 5:8). У аилисидә Худа вә Униң нийәтлирини билишкә ярдәм көрситиштә башчилиқни өз қолиға алиду (Қанун шәһри 6:4—9; Әфәсликләргә 6:4).

4. Аял йолдишиниң вижданлиқ ярдәмчиси болуши керәк (Яритилиш 2:18). У йолдишиға балилирини оқутушта вә тәрбийиләштә ярдәм бериши лазим (Тәмсилләр 1:8). Йәһвә Худа аялдин өз аилисигә сөйүмлүк ғәмхорлуқ қилишини тәләп қилиду (Тәмсилләр 31:10, 15, 26, 27; Титқа 2:4, 5). У өз йолдишини чоңқур һөрмәтлиши керәк (Әфәсликләргә 5:22, 23, 33).

5. Худа балилардин ата-анилириниң сөзигә киришини тәләп қилиду (Әфәсликләргә 6:1—3). У ата-анилардин өз балилириға несиһәт қилишини вә уларни түзүтишини күтиду. Ата-анилар балилири билән Муқәддәс китапни үгүнишкә вә уларниң роһаний һәм иһтияҗилирини һиссиятлиқ қилишқа вақит бөлүши керәк (Қанун шәһри 11:18, 19; Тәмсилләр 22:6, 15). Ата-аниларға өз балилирини қопал вә зулумлуқ билән тәрбийиләшкә болмайду (Кол. 3:21).

6. Әгәр әр-аял бир-бири билән тил тепиши қийин болса, улар Муқәддәс китапта берилгән мәслиһәтләргә мувапиқ жүрүшкә тиришиши керәк. Муқәддәс китап мәһир-муһәббәткә вә кәчүрүмгә чақириду (Колосилиқларға 3:12—14). Худа Сөзи бойичә әр-аялниң җиддий әмәс мәсилиләрни айрим яшаш арқилиқ йешиши дурус әмәс. Лекин аял еридин кетиш қарариға келәләйду, әгәр 1) әр өз аилисини тәминләштин безәңләрчә баш тартса, 2) у шунчилик рәһимсиз өзини тутуши билән аялиниң өмүригә яки тәнсақлиғиға ховуп туғдурса йә 3) Йәһвә Худаға аялиниң ибадәт қилишиға зулумлуқ билән қаршилиқ көрсәтсә (Кор. 1-х. 7:12, 13).

7. Әр-аял бир-биригә болған вападарлиғини сақлиши керәк. Вапасизлиқ — бу Худаға қарши вә нека йолдишиға қарши көрситилгән гуна (Ибранийларға 13:4). Муқәддәс китапқа бенаән аҗришишқа вә яңливаштин турмушлуқ болушқа бирла сәвәп бар: у нека сиртидин болған җинсий алақә (Мәтта 19:6—9; Римлиқларға 7:2, 3). Йәһвә Худа адәмләрниң Муқәддәс китапта ейтилмиған сәвәпләр бойичә аҗришип, башқа бири билән некалиқ болушини өч көриду (Мәләки 2:14—16).

[16, 17-бәттики рәсимләр]

Худа ата-анилардин өз балилириға несиһәт қилишини вә уларни түзүтүшини күтиду.

[17-бәттики рәсим]

Көйүмчан ата аилисигә маддий вә роһаний җәһәттин ғамхорлуқ килиду

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш