Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • rq 11-сав., 22—23 б.
  • Худаға яқмайдиған илимлар вә урпи-адәтләр

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Худаға яқмайдиған илимлар вә урпи-адәтләр
  • Худа биздин немә тәләп қилиду?
  • Охшаш мәлумат
  • Һәқиқий ибадәтни таллаң
    Муқәддәс китап тәлимлири
  • Худаға яқмайдиған мәйрәмләр
    Худаниң меһир-муһәббитидин айрилмаңлар
Худа биздин немә тәләп қилиду?
rq 11-сав., 22—23 б.

11-савақ

Худаға яқмайдиған илимлар вә урпи-адәтләр

Қандақ илимлар вә урпи-адәтләр хата? (1)

Мәсиһчиләр Худа — Учбирлик дегәнгә ишиниши керәкму? (2)

Немишкә һәқиқий мәсиһчиләр Әйсаниң туғулған күнини, Пасхани вә туғулған күнләрни мәйрәмлимәйду? (3, 4)

Өлгәнләр тирикләргә зиян кәлтүрәләмду? (5)

Әйса чапраста өлгәнму? (6)

Худаға йеқиш нәқадар муһим? (7)

1. Барлиқ илимлар вә урпи-адәтләр яман әмәс. Лекин Худа ялған диндин чиққан вә Муқәддәс китапниң оқушлириға қарши туридиғанларни Худа яқтурмайду (Мәтта 15:6).

2. Үчбирлик. Йәһвә Худа — үчбирликму, йәни үч шәхс бир Худадиму? Яқ! Йәһвә Худа — Ата — «һәқиқий бирдин-бир Худа» (Йоһан 17:3; Марк 12:29). Әйса — Униң тунҗа Оғли һәм У Худаға беқиниду (Кор. 1-х. 11:3). Атиси Әйсадин улуқ (Йоһан 14:28). Муқәддәс роһ, шәхс әмәс, Худаниң һәрикәт күчи (Яритилиш 1:2; Әлчиләр 2:18).

3. Мәсиһниң туғулған күни (Рождество) вә Пасха. Әйса 25-декабрьда туғулмиди. У тәхминән 1-октәбрьда туғулған, шу мәзгилдә падичилар өзлириниң падилири билән далада қонған (Луқа 2:8—12). Әйса мәсиһчиләргә униң туғулған күнини мәйрәмлисун дәп, һеч қачан ейтмиған. Әксичә, у шагиртлириға өзиниң өлгән күнини әстә тутушни вәсийәт қилған (Луқа 22:19, 20). Рождество вә униң урпи-адәтлири қедимий ялған динлардин чиққан. Шундақла Пасха урпи-адәтлири, мәсилән тухумларни бояш вә нанларни пишириш шу йәрдин чиққан. Авалқи мәсиһчиләр Әйсаниң туғулған күнини вә Пасхани мәйрәмлимигән, һазирқи һәқиқий мәсиһчиләрму уларни мәйрәмлимәйду.

4. Туғулған күнләр. Муқәддәс китапта пәқәт иккила туғулған күн тоғрилиқ ейтилған, уларни Йәһвә Худаға ибадәт қилмиған адәмләр мәйрәмлигән (Яритилиш 40:20—22; Марк 6:21, 22, 24—27). Авалқи мәсиһчиләр туғулған күнләрни мәйрәмлимигән. Бу урпи-адәт қедимий ялған динлардин чиққип кәлгән. Һәқиқий мәсиһчиләр бәлгүлүк бир күнләрдә әмәс, жил бойи бир-биригә соғиларни қилиду вә бир-бири билән арилишип жүргинигә хошал болиду.

5. Өлгәнләрдин қорқуш. Өлгәнләр һеч немә қилалмайду вә һеч нәрсини сәзмәйду. Биз уларға ярдәм берәлмәймиз, улар болса бизгә һеч зиян кәлтүрәлмәйду (Зәбур 145:4; Жиққучи 9:5, 10). Роһ өлиду; өлгәндин кейин у һеч йәрдә яшимайду (Йәзкиәл 18:4). Бирақ бәзидә җинлар дәп аталған зулум периштәләр өзлирини өлгән адәмләрниң әрваларниң роһлири қилип көрситиду. Әрвалардин қорқуштин вә уларға баш егиштин келип чиққан урпи-адәтләр дурус әмәс (Әйсайә 8:19).

6. Түврүк. Әйса чапраста өлгини йоқ. У түврүктә яки лимда өлди. Муқәддәс китапниң көплигән тәрҗимилиридики «чапрас» дәп ағдурулған грек сөзи аддий лим яғачни билдүриду. Чапрасни рәмиз сүпитидә қоллиниш қедимий ялған динлардин чиқип келиду. Авалқи мәсиһчиләр чапрасни рәмис сүпитидә қолланмиған һәм униңға баш әгмигән. Шуниң үчүн ойлап көрүңа, ибадәт қилғанда чапрас билән пайдилиниш дурусму? (Қанун шәһри 7:26; Кор. 1-х. 10:14).

7. Мүмкин, атилип өткән илимлардин вә урпи-адәтләрниң гайибирлиридин айрилмақ наһайити қийинду. Бәлким, туққанлириңиз билән достлириңиз сизниң көз-қарашлириңизни өзгәртмәшкә һәрикәтләрни қиливатқанду. Бирақ адәмләргә әмәс Худаға йеқиш наһайити муһим (Тәмсилләр 29:25; Мәтта 10:36, 37).

[22-бәттики рәсим]

Худа Үчбирлик әмәс.

[23-бәттики рәсим]

Рождество вә Пасха мәйрәмлири қедимий ялған динлардин чиққан

[23-бәттики рәсим]

Әрвалардин қорқушқа вә уларға ибадәт қилишқа һеч асас йоқ.

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш