14-савақ
Йәһва Гувачилири тәшкилатиниң қурулуши
Йәһва Гувачилириниң һазирқи заман тарихи қачан башланған? (1)
Йәһва Гувачилириниң учришишлири қандақ жүргүзилиду? (2)
Хираҗәтләр немә һесавидин йепилиду? (3)
Һәр бир жиғинда рәһбәрликни өзигә ким алиду? (4)
Һәр жили қандақ аммивий учришишлар өткүзүлиду? (5)
Баш идаридә һәм шөбиләрдә қандақ ишлар жүргүзүлмәктә? (6)
1. Йәһва Гувачилириниң һазирқи заман тарихи 1870-жиллири башланған. Авал улар Муқәддәс китапни үгәнгүчилири дәп аталған. Бирақ 1931-жили улар өзлиригә Муқәддәс китапта асасланған Йәһва Гувачилири дегән намни алди (Әйсайә 43:10). Бешида кичиккинә болған уюшмиға һазир 230-дин ошуғирақ дөләтләрдә паал Хуш хәвәр ейтиватқан миллионлиған Гувачилар кириду.
2. Йәһва Гувачилири жиғинлириниң көпчилиги һәр һәптидә үч қетим учришиш өткүзиду. Сизму мошу учришишларниң қайсиға болсиму тәклип қилинисиз (Ибранийларға 10:24, 25). Асасий үгүнидиған нәрсә — Муқәддәс китап. Учришишлар дуга билән башлиниду вә аяқлишиду. Жиғинларниң көпинчисидә «роһаний нахшилар» чин жүрәктин ейтилиду (Әфәс. 5:18, 19). Жиғинларға кириш әркин, һәқ елинмайду (Мәтта 10:8).
3. Жиғинларниң көпинчиси учришишларни Падишалиқ Сарайлирида өткүзмәктә. Адәттә бу пидайи Гувачилар өз күчи билән салған аддий имарәтләр. Уларниң ичидә иконлар, чапраслар вә шуларға охшайдиған нәрсиләр йоқ. Хираҗәтләр ихтиярий сәдиқә арқилиқ йепилиду. Сәдиқә беримән дәп халиғучилар үчүн мәхсус йәшикләр турмақта (Кор. 2-х.9:7).
4. Һәр бир жиғинда ақсақаллар яки нәзәрәтчиләр бар. Улар жиғиндики тәлим ишиға рәһбәрлик қилиду (Тимотийға 1-хәт 3:1—7; 5:17). Уларға хизмәт ярдәмчилири ярдәмлишиду (Тимотийға 1-хәт 3:8—10, 12, 13). Атап өткән хизмәтчиләр жиғиндики башқа мәсиһчиләрдин артуқ һесапланмайду (Кор. 2-х. 1:24). Уларға мәхсус унванлар берилмәйду (Мәтта 23:8—10). Улар башқилардәкла кийиниду, хизмити үчүн һәқ төләнмәйду. Ақсақаллар жиғинларниң роһаний һаҗәтлирини пидакаранә тәминләйду. Улар қийинчилиқ болған әһвалларда адәмләрниң көңлини ясап, мәслиһәтләрни бериду (Яқуп 5:14—16; Петрусниң 1-хети 5:2, 3).
5. Буниңдин башқа һәр жили Йәһва Гувачилириниң аммивий учришишлири яки конгресслири болмақта. Шу мәзгилдә көплигән жиғинлар Муқәддәс китаптики нәсиһәтләрдин түзүлгән мәхсус программини тиңшайду. Һәр бир конгресста йеңи шагиртлар суға чөмдүрүш рәсимидин өтиду (Мәтта 3:13—17; 28:19, 20).
6. Йәһва Гувачилириниң пүткүл дуниявий баш идариси Нью-Йорқта җайлашқан. У җайда Рәһбирий кеңәш турмақта. Бу дуния йүзлүк җиғинға нәзәрәт қилғучи тәҗрибилик ақсақаллардин тәркип тапқан мәркизий топ. Буниңдин башқа һәр хил мәмликәтләрдә 100-дин ошуқ шөбиләр ишләйду. Уларда пидайи хизмәтчиләр Муқәддәс китапта асасланған әдәбиятни бесип чиқиришқа йәнә уни һәр яққа әвәтишкә ярдәм қилмақта. Шундақла шөбиләр Хуш хәвәр ейтиш ишиға йетәкчилик қилиду. Йеқин йәрдики шөбигә берип көрүшни молҗалимамсиз?