16-савақ
Худаға хизмәт қилиш қарариңиз
Худаниң дости болушиңиз үчүн немә қилишиңиз керәк? (1, 2)
Худаға өзиңизни қандақ қилип беғишлайсиз? (1)
Суға чөмдүрүш мәрәсимидин қачан өтүшкә болиду? (2)
Худаға вападарлиғиңизни сақлаш үчүн күчни қәйәрдин елишиңиз керәк? (3)
1. Худаниң дости болуш үчүн, Муқәддәс китаптики һәқиқәтни убдан үгинишиңиз (Тимотийға 1-хәт 2:3, 4), мошу үгәнгән нәрсиләргә ишинишиңиз (Ибранийлар 11:6), гуналириңиз үчүн өкүнүшиңиз (Әлчиләр 17:30, 31) вә һаятиңизниң йөнилишини өзгәртишиңиз керәк (Әлчиләр 3:19). Шуниңдин кейин Худаға болған сөйүмиңиз өзиңизни Худаға беғишлимаққа дәвәт қилиду. Бу Худаға шәхсий дугариңизда Униң радисини орунлаш үчүн өзиңизни беғишлиғиниңиз тоғрилиқ ейтқанни билдүриду (Мәтта 16:24; 22:37).
2. Худаға беғишлиғандин кейин суға чөмдүрүш мәрәсимидин өтүшиңиз лазим (Мәтта 28:19, 20). Суға чөмдүрүш өзиңизни Йәһвә Худаға беғишлиғиниңизни һәммисигә билишкә имканийәт бериду. Мошу сәвәптин Худаға хизмәт қилиш қарарини йеши қобул қилайдиғанла адәмләр суға чөмдүрүштин өтәләйду. Адәм суға чөмдүрүштин өтүватқанда униң тени бир дәм пүтүнләй суға петиши керәкa (Марк 1:9, 10; Әлчиләр 8:36).
3. Йәһвә Худаға өзиңизни беғишлиғандин кейин, У сиздин вәдиңизгә лайиқ өмүр сүрүшиңизни күтиду (Зәбур 49:14; Жиққучи 5:3, 4). Шәйтан сизниң Йәһвә Худаға хизмәт қилишиңизни тохтитишқа тиришиду (Петрусниң 1-хети 5:8). Бирақ Худаға дуга арқилиқ йеқинлишиң (Фил. 4:6, 7). Униң Сөзини Һәр күни оқуп үгүниң (Зәбур 1:1—3). Жиғин билән мәккәм бағлиниң (Ибранийлар 13:17). Мошу ишларниң һәммисини атқуруп, сиз Худаға болған вападарлиғиңизни сақлаш үчүн күч-қувәт таписиз. Мошундақ қилип, сиз пүткүл мәңгүлүктә Худа сиздин тәләп қилғанлириниң барлиғини орунлалайсиз!
[Изаһат]
a Суға чөмдүрүш мәрәсимигә тәйярлиниш үчүн «Мәңгү өмүргә елип баридиған билим», яки Йәһвә Гувачилириниң башқа бир нәшриятини үгүнүшкә нәсийәт берилиду.