11-САВАҚ
Ялған динни рәт қилиң!
Шәйтан вә униң җинлири сизниң Худаға хизмәт қилғиниңизни халимайду. Улар һеч ким Худаға хизмәт қилмисун дәп, тосалғулуқларни қилишқа тиришиду. Буни улар әмәлгә қандақ ашуриду? Уларниң усуллириниң бири — ялған дин билән қоллиниш (Коринтлиқларға 2-хәт 11:13—15). Ялған дин — у Муқәддәс китаптики һәқиқәткә үгәтмәйдиған дин. Ялған дин сахта ахчиға охшайду: бу ахча раст ахчидәк көрингини билән, һәқиқәттә баһасиз нәрсә вә көплигән қийинчилиқларни елип келиши мүмкин.
Йәһвәгә, һәқиқәт Худасиға ялған дин һәргиз яқмайду. Әйса йәрдә болғанда бир диний топниң әзалири уни өлтәрмәкчи болған. Улар өзлирини Худаға дурус ибадәт қиливатимиз дәп ойлиған. Улар мундақ дегән: “Бизниң бирла Атимиз бар — У Худа”. Әйса улар билән келиштиму? Яқ! У уларға: “Силәр өз атаңлардин, Шәйтандин” дегән. (Йоһан 8:41, 44). Көплигән адәмләр бүгүн Худаға ибадәт қиливатимиз дәп ойлайду, лекин һәқиқәттә улар Шәйтан вә униң жинлириға хизмәт қиливатиду! (Коринтлиқларға 1-хәт 10:20).
Сесип кәткән дәрәқниң мевиси сесиқ болғинидәк, ялған динму зулум қилидиған адәмләрни тәярлимақта. Дуния адәмләрниң зулумлиғидин қайғу-һәсрәткә толған. Бу әхлақсизлиқ, муштлушуш, оғурлуқ, езишлар, өлтүрүшләр, зорлашлар. Мошу ишларни қиливатқан көплигән адәмләр қайсиду бир динниң тәрәпдарлири, бирақ уларниң дини уларни яхшилиқ қилишқа дәвәт қилмайду. Улар яманлиқ қилишни тохтатмиғичә, Худаниң достлири болалмайду (Мәтта 7:17, 18).
Ялған дин адәмләрни бутларға чоқунушқа үгитиду. Худа бутларға дуга қилишни мәний қилмақта. У дурус тәләп. Әгәр бирси сиз билән әмәс, сизниң сүритиңиз билән сөзлишишини халаттиңизму? Шу киши сизниң һәқиқий достиңиз болаламду? Яқ болалмайду. Йәһвә Худа бизни җени йоқ бут яки сүрәт билән әмәс, Өзи билән сөзлигинимизни халайду (Чиқиш 20:4, 5).
Ялған дин адәмләрни урушта өлтүрүшкә болиду дәп үгитиду. Әйса Худа достлириниң арисида меһир-муһәббәт болиду дәп ейтқан. Биз яхши көргән адәмлиримизни өлтәрмәймиз (Йоһан 13:35). Һәтта явуз адәмләрниму бизгә өлтүрүшкә болмайду. Әйсаниң дүшмәнлири уни қамаққа елишқа кәлгәндә, у күч арқилиқ уни қорғашқа рухсәт бәрмигән еди (Мәтта 26:51, 52).
Ялған дин яман адәмләр дозақ отида қийнилиду дәп үгитиду. Муқәддәс китап гуна өлүмгә апириду дәп үгитиду (Римлиқларға 6:23). Йәһвә — меһир-муһәббәтниң Худаси. Сөйүмгә толған Худа адәмләрни мәңгү қийнамду? Әлвәттә, яқ! Җәннәттә пәқәт бирла дин болиду — у Йәһвә Худаға яқидиған дин (Вәһий 15:4). Шәйтанниң ялғанчилиғида асасланған һәммә динлар йоқилиду.