30-нахша
Йәһва һөкүмранлиқ қилишни башлиди
1. Рәбниң Шаһлиғи кәлди, парлақ күнләр башланди.
У һул тешини Сионға қойди.
Бу улуқ күн һәққидә биз ейтайли һәммигә.
Мәсиһ Падишалиқ тәхтидә олтарди.
ҚАЙТУРМИСИ:
Падишалиқ немә иш қилар?
Һәқ вә адил һөкүм қилар.
Падишалиқ немә иш қилар?
Мәңгү һаятқа йол ачар.
Махтаң шәпқәтлик Худани,
У адил Падишадур.
2. Олтарди Мәсиһ тәхткә, Һар-Магедон йеқинда!
Шәйтан дунияси йоқ болиду.
Бу вәз қилиш пәйтидур, чач йәр-җаһанға һәқ нур.
Әй, кәмтәрләр, Мәсиһни қоллашта чиң тур.
ҚАЙТУРМИСИ:
Падишалиқ немә иш қилар?
Һәқ вә адил һөкүм қилар.
Падишалиқ немә иш қилар?
Мәңгү һаятқа йол ачар.
Махтаң шәпқәтлик Худани,
У адил Падишадур.
3. Һәқ Падиша Мәсиһкә оқуң алқиш-мәдһийә.
Мәсиһ Худа исми билән кәлди.
У шәпқәт тилимәктә, кирип Худа өйигә.
Келәр бир күн, Мәсиһ башқурар һәммини.
ҚАЙТУРМИСИ:
Падишалиқ немә иш қилар?
Һәқ вә адил һөкүм қилар.
Падишалиқ немә иш қилар?
Мәңгү һаятқа йол ачар.
Махтаң шәпқәтлик Худани,
У адил Падишадур.
(Шундақла Сам. 2-яз. 7:22; Дан. 2:44; Вәһ. 7:15ни қараң.)