46-нахша
Йәһва — Падишайимиз!
1. Мәдһийә, шан-шәрәп Йәһ, Саңа;
Махтар асманлар һәққанийлиғиңни.
Худа, шәрипиңгә ейтайли күй-нахша,
Ойлап биз улуқ ишлириңни.
ҚАЙТУРМИСИ:
Асман шатлиқ қилип, йәр тәнтәнә қилсун,
Йәһва Падишайимиз болди!
Асман шатлиқ қилип, йәр тәнтәнә қилсун,
Йәһва Падишайимиз болди!
2. Ейт җаһанға: «Худа улуқтур»,
Униң қутқузуш ишини җакала.
Йәһва — Падишадур, шәрәпкә лайиқтур,
Баш әг Униң тәхти алдида.
ҚАЙТУРМИСИ:
Асман шатлиқ қилип, йәр тәнтәнә қилсун,
Йәһва Падишайимиз болди!
Асман шатлиқ қилип, йәр тәнтәнә қилсун,
Йәһва Падишайимиз болди!
3. У һәқ һөкүмранлиқни тикләп,
Шаһ Мәсиһни тәхтигә олтарғузди.
Әнди сахта илаһлар номуста қалар,
Чүнки һәммә махтар Йәһвани.
ҚАЙТУРМИСИ:
Асман шатлиқ қилип, йәр тәнтәнә қилсун,
Йәһва Падишайимиз болди!
Асман шатлиқ қилип, йәр тәнтәнә қилсун,
Йәһва Падишайимиз болди!
(Шундақла Тар. 1-яз. 16:9; Зәб. 68:20; 97:6, 7ни қараң.)