8-САВАҚ
Немишкә биз учришишлиримизға чирайлиқ кийинип баримиз?
Исландия
Мексика
Гвинея-Бисау
Филиппин
Сиз бу китапчидики рәсимләрдә Йәһва гувачилириниң өз учришишлириға сәрәмҗан кийинип келидиғанлиғини байқидиңизму? Немишкә биз ташқи көрүнүшимизгә алаһидә көңүл бөлимиз?
Худайимизға иззәт-һөрмәт көрситиш үчүн. Худа үчүн адәмниң ташқи көрүнүши әмәс, бәлки униң ички дунияси муһимирақтур (Самуилниң 1-язмиси 16:7). Шундақ болсиму, биз Йәһва Худаға ибадәт қилиш үчүн җәм болғанда, униңға вә етиқатдашлиримизға ташқи көрүнүшимиз билән иззәт-һөрмәт көрситишни халаймиз. Биз президентниң һузуриға тәклип қилинған болсақ, уни һөрмәт қилғанлиқтин яхши кийинип бараттуқ, шундақ әмәсму? Худди шуниңға охшаш, мәсиһий учришишлардики ташқи көрүнүшимиз «мәңгүлүкниң Падишаси» Йәһва Худаға вә биз униңға ибадәт қилидиған җайға болған һөрмитимизни көрситиду (Тимотийға 1-хәт 1:17).
Худаниң өлчәмлири бойичә яшайдиғанлиғимизни көрситиш үчүн. Муқәддәс китап мәсиһийләрни кийимни «кичик пеиллиқ» билән һәм «әқилгә мувапиқ» таллашқа дәвәт қилиду (Тимотийға 1-хәт 2:9, 10). «Кичик пеиллиқ» билән кийиниш — орунсиз һис-туйғуларни пәйда қилидиған очуқ вә тәнгә чаплишип туридиған кийимни кийиштин нери болушни билдүриду. «Әқилгә мувапиқ» кийиниш чәктин чиқип кәтмәй, чирайлиқ вә яришимлиқ кийинишкә ярдәм бериду. Мошу принципларниң даирисидә биздә кәң таллаш бар. Көркәм вә яришимлиқ кийиниш арқилиқ биз «Қутқазғучимиз Худаниң тәлиматини» зенәтләп, уни мәдһийиләләймиз (Титқа 2:10; Петрусниң 1-хети 2:12). Учришишларға чирайлиқ кийингәнлигимиз башқиларниң Йәһва Худаға ибадәт қилишқа болған көзқаришиға тәсир қилиду.
Әгәр сизниң чирайлиқ кийим-кечәклириңиз болмиса, әндишә қилмаң! Сизни Ибадәт өйидә көрүшкә һәммиси хурсән. Кийимлиримиз мунасип, пакиз вә чирайлиқ болуши үчүн уларниң қиммәтбаһалиқ болуши шәрт әмәс.
Худаға ибадәт қилғанда кийиниш тәрзимиз қанчилик муһим?
Кийим-кечәк таллашта вә ясиништа биз қайси принципларни қоллинимиз?