6-САВАҚ
Мәрһумлар үчүн қандақ үмүт бар?
1. Мәрһумларни немә күтиду?
Әйса йәрдә хизмәт қиливатқанда, униң Лазар исимлиқ дости ағирип, өлүп кетиду. Лазар Йерусалимниң йенидики Бәйтанийәдә яшатти. Әйса шу йәргә кәлгәндә, Лазарниң өлүп кәткинигә төрт күн болған еди. Шу чағда Әйса мәрһумниң қериндашлири Марта вә Мәрийәм билән қәбиргә бариду. Көп узимай шу йәргә хәлиқ жиғилиду. Әйса һәммисиниң көзичә Лазарни тирилдүриду. Қериндашлири Марта һәм Мәрийәмниң қанчилик хошал болғинини тәсәввур қилип көрүңа! (Йоһан 11:21—24, 38—44 оқуп чиқиң).
Марта өлгәнләрниң тирилишигә ишәнгән. У Йәһва Худаниң өлгәнләрни йәрдә һаят кәчүрүш үчүн тирилдүридиғинини биләтти (Коринтлиқларға 1-хәт 15:12, 13 оқуп чиқиң).
2. Мәрһумлар қандақ һаләттә?
Худа Адәм атиға: «Топидин яритилдиң, шуңа йәнә топиға қайтисән!»,— деди (ЯРИТИЛИШ 3:19).
Инсан топидин яритилған (Яритилиш 2:7; 3:19). Инсан — роһ әмәс. Шуңа инсан өлгәндә, униңдин бир нәрсә чиқип яшашни давамлаштурмайду. Инсан өлгәндә униң мейисиму өлиду һәм униң барлиқ ой-пикирлири йоқап кетиду. Лазар тирилгәндә, өлүмдин кейин немә болғинини ейтип бәрмиди, чүнки өлүмдин кейин һечқандақ һаят йоқ (Вәз 9:5, 6, 10 оқуп чиқиң).
Худа адәмләрни дозақта қийнамду? Муқәддәс китапта өлгәнләр һечнәрсә сәзмәйду дәп ейтилған. Демәк, дозақ һәққидики тәлим тоғра әмәс. Бу тәлим Худани берәһим қилип көрситиду. Һәтта адәмләрни қийнаш ойи Худаға жиркиничлик (Йәрәмия 7:31 оқуп чиқиң).
«Өлгәнләр қандақ һаләттә?» дегән видеони көрүң
3. Мәрһумлар биз билән сөзлишәләмду?
Өлгәнләр сөзләлмәйду һәм аңлимайду (Зәбур 115:17). Лекин зулум пәриштиләр өзини өлгәнләр сөзлигәндәк қилип сөзлиши мүмкин (Петрусниң 2-хети 2:4). Шуңа Йәһва Худа өлгәнләр билән сөзләшни мәнъий қилиду (Қанун шәрһи 18:10, 11 оқуп чиқиң).
4. Кимләр тирилиду?
Миллионлиған өлгән адәмләр тирилиду. Һәтта Худани тонумиған вә натоғра иш қилғанларму тирилиду (Луқа 23:43; Әлчиләр 24:15 оқуп чиқиң).
Тирилгәнләргә Худа һәққидә билим елишқа вә Әйсаға ишәнч билдүрүшкә мүмкинчилик берилиду (Вәһий 20:11—13). Уларниң арисида тоғра иш қилғанлар йәрдики җәннәттә мәңгү яшалайду (Йоһан 5:28, 29 оқуп чиқиң).
5. Тирилиш һәққидики мүмкинчилик Йәһва тоғрисида немә ейтип бериду?
Худа Әйсани асмандин йәргә әвәтип һәм у биз үчүн җенини пида қилғачқа тирилиш мүмкин болди. Йәһва Худаниң өлгәнләрни тирилдүрүш нийити Униң меһир-муһәббити вә рәһимлигиниң мол екәнлигини көрситиду. Өлгәнләр тирилгәндә, биринчи новәттә сиз ким билән учришишни халайсиз? (Йоһан 3:16; Римлиқларға 6:23 оқуп чиқиң).