Сиз Муқәддәс китап һәққидә немә ойлайсиз?
Сиз үчүн у . . .
өзгәртилгән китапму?
әпсанә-ривайәтләр йезилған китапму?
Худа Сөзиму?
МУҚӘДДӘС КИТАПТА БУ ҺӘҚҚИДӘ НЕМӘ ЕЙТИЛҒАН?
«Пүтүн Язмилар Худа тәрипидин роһландурулған» (Тимотийға 2-хәт 3:16).
БУНИ БИЛИШНИҢ ҚАНДАҚ ПАЙДИСИ БАР?
Һаятиңизға тегишлик муһим соалларға қанаәтлинәрлик җавапларни алалайсиз (Пәнд-нәсиһәтләр 2:1—5).
Күндилик турмушиңизға бағлиқ пайдилиқ мәслиһәтләрни тапалайсиз (Зәбур 119:105).
Келәчәккә бағлиқ мәһкәм үмүткә егә болалайсиз (Римлиқларға 15:4).
МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ БУ СӨЗЛӘРГӘ ИШИНИШКӘ БОЛАМДУ?
Һә, буниң кам дегәндә үч сәвәви бар:
Өз ара уйғунлиғи. Муқәддәс китапни 1600 жил давамида 40қа йеқин һәр түрлүк адәмләр язған. Уларниң көпинчиси бир-бирини һечқачан көрмигән. Шундақ болсиму, Муқәддәс Язмилардики китапларниң өз ара уйғунлиғи һәйран қаларлиқ, чүнки һәммисиниң асасий мавзуси бир!
Язғучиларниң растчиллиғи. Адәттә тарихчилар өз хәлқиниң мәғлубийәтлирини йошурушқа тиришиду. Муқәддәс китап язғучилири, әксичә, өзлириниңму, хәлқиниңму аҗизлиқлирини һеч йошурмай язған (Тарихнамә 2-язма 36:15, 16; Зәбур 51:1—4).
Дәл орунланған пәйғәмбәрлик сөзләр. Б.м.и. 539-жили Мидия билән Парс Бабил шәһирини бесивалған еди. Бу вақиә тәхминән 200 жил бурун Муқәддәс китапта алдин-ала ейтилған (Йәшая 13:17—22). Бабилниң пәқәт қандақ вәйран болидиғанлиғи әмәс, һәтта уни қайси падиша бесивалидиғанлиғи йезилған (Йәшая 45:1—3).
Муқәддәс китаптики башқиму көплигән пәйғәмбәрлик сөзләр ушшақ-чүшшәккичә орунланди. Худа Сөзи дәл шундақ болуши керәк әмәсму? (Петрусниң 2-хети 1:21).
МОШУ ҺӘҚҚИДӘ ОЙЛИНИП КӨРҮҢ:
Худа Сөзи һаятиңизни қандақ яхшилиталайду?
Буниң җававини Муқәддәс китапниң мошу айәтлиридин тапалайсиз: ЙӘШАЯ 48:17, 18 вә ТИМОТИЙҒА 2-ХӘТ 3:16, 17.