13-САВАҚ
Тимотий адәмләргә ярдәм беришни халиған
Тимотий исимлиқ жигит хошаллиқ билән адәмләргә ярдәм бәргән. Бу мәхсәт билән у көп шәһәрләрни арилиған вә униң һаяти наһайити қизиқарлиқ болған. Сиз у тоғрисида көпирәк билишни халамсиз? ~
Аниси билән момиси Тимотийға Йәһва тоғрилиқ көп ейтип бәргән
Тимотий Листра дегән шәһәрдә чоң болған. У кичик болғанда, момиси Лоидә вә аниси Евникә униңға Йәһва тоғрилиқ ейтип, тәлим бәргән. Тимотий чоң болғанда, башқиларға Йәһва тоғрисида билишкә ярдәм беришни халиған.
Тимотий техи яш болғанда, Паул уни башқа җайға берип, биллә вәз қилишқа чақирған. Тимотий буниңға келишти. У берип, башқиларға ярдәм беришкә тәйяр еди.
Тимотий билән Паул Македониядики Салоника шәһиригә атланди. У йәргә йетиш үчүн улар узақ йол меңип, кейин кемә билән үзди. Шәһәргә йетип барғанда, улар көп адәмләргә Йәһва тоғрилиқ билишкә ярдәм бәрди. Лекин бәзи адәмләрниң аччиғи келип, уларға зиян кәлтүрмәкчи болди. Шуниң үчүн Паул билән Тимотий шәһәрдин кетип, башқа йәргә берип вәз қилди.
Тимотийниң һаяти бәхитлик вә қизиқарлиқ болған
Бирнәччә айдин кейин Паул Тимотийни Салоникиға қайта берип, қериндашларниң әһвалини билип келишини сориди. Лекин шу шәһәргә бериш хәтәрлик еди. Шуниң үчүн Тимотийға җасарәтлик болуш керәк еди. У қериндашлар үчүн әнсирәп, йолға чиқти. Тимотий Паулға яхши хәвәр билән кәлди. Салоникидики қериндашларниң әһвали бәк яхши болған!
Тимотий Паул билән көп жиллар давамида хизмәт қилди. Бир күни Паул Тимотийни җамаәтләргә ярдәм беридиған әң яхши хизмәтчи дәп ейтти. Тимотий Йәһваниму, адәмләрниму яхши көргән.
Сиз адәмләрни яхши көрәмсиз? Уларға Йәһва тоғрисида билишкә ярдәм беришни халамсиз? ~ Шундақ қилсиңиз, сизниңму һаятиңиз Тимотийниң һаятиға охшаш бәхитлик вә қизиқарлиқ болиду!