142-нахша
Һәрхил инсанларға вәз қилимиз
Үлгә елип Рәб Худайимиздин,
Биз һечкимгә үз-хәтир қилмайли.
Рәһимдил Атиниң ирадиси —
Һәрхил инсанниң қутқузулуши.
ҚАЙТУРМИСИ:
Миллити, ирқи әмәс,
Әң муһими — дил вә шәхс.
Барчә адәм билсун хуш хәвәрни.
Уларниң ғемини йәп,
Җакалаймиз мундақ дәп:
«Һәрким болалайду Худа дости».
Алдамчи боп дәсләпки тәсират,
Қәйәрдин кәлгини муһим әмәс.
Һәммидин адәмниң дили әвзәл,
Көрәләйду қәлбини Рәб Йәһва.
ҚАЙТУРМИСИ:
Миллити, ирқи әмәс,
Әң муһими — дил вә шәхс.
Барчә адәм билсун хуш хәвәрни.
Уларниң ғемини йәп,
Җакалаймиз мундақ дәп:
«Һәрким болалайду Худа дости».
Ташлап дун’я вә һәвәслирини,
Келиңлар Йәһ қанити астиға.
Чиқирайли биз бар күчимизни
Вәз қилишқа һәрхил инсанларға!
ҚАЙТУРМИСИ:
Миллити, ирқи әмәс,
Әң муһими — дил вә шәхс.
Барчә адәм билсун хуш хәвәрни.
Уларниң ғемини йәп,
Җакалаймиз мундақ дәп:
«Һәрким болалайду Худа дости»
(Шундақла Йоһ. 12:32; Әлч. 10:34; Тим. 1-х. 4:10; Тит. 2:11ни қараң.)