Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • bhs 1-бап, 8—18 б.
  • Худа тоғрисидики һәқиқәт

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Худа тоғрисидики һәқиқәт
  • Муқәддәс китап тәлимлири
  • Мону йәрдин көрүң: Муқәддәс Китапта немә ейтилиду?
  • Кичик мавзулар
  • Охшаш мәлумат
  • ҚИЙИНЧИЛИҚЛАР ХУДАДИН КӘЛГӘН СИНАҚМУ?
  • ИНСАНЛАР АЗАП-ОҚУБӘТ ЧӘКСӘ ХУДАНИҢ ИЧИ АҒРАМДУ?
  • ХУДА СИЗНИҢ ӨЗИ ҺӘҚҚИДӘ БИЛИМ ЕЛИШИҢИЗНИ ХАЛАЙДУ
  • ХУДА БИЛӘН ДОСТ БОЛУШ МҮМКИНМУ?
  • Худа дегән ким?
    Худадин кәлгән хуш хәвәр!
  • Ким һәқ Худа?
    Мәңгү шат-хорам яшаң! Муқәддәс Язмилар һәққидә билим ашуруш
  • Йәһва билән болған достлуқни сақлап қелиң
    Муқәддәс китап тәлимлири
Муқәддәс китап тәлимлири
bhs 1-бап, 8—18 б.

БИРИНЧИ БАП

Худа тоғрисидики һәқиқәт

1, 2. Адәттә адәмләр қандақ соалларни қойиду?

АДӘТТӘ балилар көп соал қойиду. Уларға бир нәрсини чүшәндүргәндин кейинму, улар йәнә «немишкә?» дәп пат-пат сорайду. Балилар соалиға җавап алғандин кейинму, «бирақ немишкә шундақ?» дәп соравериду.

2 Мәйли яш яки яшанған болайли, һәммимиз соал қоюмиз. Гайида бир җайни тепиш үчүн яки вақитни билиш үчүн аддий соалларни беримиз. Бәзидә һаятниң мәнаси вә келәчәк һәққидә муһим соаллар пәйда болуши мүмкин. Бирақ шу соалларға қанаәтлинәрлик җавапларни тапалмиғанлиқтин, җавапларни издәшни тохтитишимиз мүмкин.

3. Немишкә нурғун кишиләр соаллириға җавапларни тапалмайду?

3 Һаятимиздики муһим соалларға җавап тепиш мүмкинму? Нурғун кишиләр уларниң җававини пәқәт Худа билиду дәп ейтиду. Башқилар буни диний устазлар билиду дәп ойлайду. Йәнә бәзиләр болса, шу соалларға җавап берәлмәймән дәп ейтиштин уюлиши мүмкин. Сиз қандақ ойлайсиз?

4, 5. Сиз қайси муһим соалларға җавап тепишни халайсиз? Немишкә сиз җавапларни издәшни тохтатмаслиғиңиз керәк?

4 Бәлким, сизни «Немә үчүн яшаватимән? Адәм өлгәндин кейин немә болиду? Худа У қандақ шәхс?» дегән соаллар қизиқтуридиғанду. Әң улуқ Устаз Әйса: «Давамлиқ тиләңлар, силәргә берилиду, давамлиқ издәңлар, таписиләр, давамлиқ ишикни қеқиңлар, силәргә ечилиду»,— дәп ейтқан (Мәтта 7:7, ЙД). Шуниң үчүн соалларға җавап издәшни тохтатмаң.

5 Давамлиқ издисиңиз, соаллириңизға Муқәддәс китаптин җавапларни тапалайсиз (Пәнд-нәсиһәтләр 2:1—5). Бу җавапларни чүшиниш қийин әмәс. Алған билимләр һазир шат-хорам һаят кәчүрүшкә ярдәм берип, келәчәк үчүн әҗайип үмүт әта қилиду. Һазир көпчиликни беарам қилидиған соални қарап көрәйли.

ҚИЙИНЧИЛИҚЛАР ХУДАДИН КӘЛГӘН СИНАҚМУ?

6. Бәзилириниң ойичә, адәмләр немишкә қийинчилиққа учрайду?

6 Бу дуния қайғу-һәсрәтләргә толған. Қәйәргә қаримайли — уруш, зорлуқ-зораванлиқ вә балаю-апәтләрни көримиз. Адәмләр ағриватиду, азап чекиватиду, ахирида өлүп кетиватиду. Шуңа, бәзи адәмләр: «Һаят дегән мошундақ, Худа бизни бу дунияға синаш үчүн яратқан»,— дәйду.

7. а) Ечинишлиқ вақиәләр йүз бәргәндә диний устазлар немә дәп чүшәндүриду? ә) Немишкә Худа яман ишларниң йүз беришигә сәвәпчи әмәс?

7 Адәмләрниң шундақ ойлишиға диний устазлар сәвәпчи болуши мүмкин. Бәзидә ечинишлиқ вақиәләр йүз бәргәндә, улар буни Худадин кәлгән дәп чүшәндүриду. Лекин Муқәддәс китапта яманлиқ Худадин кәлмәйдиғанлиғи ениқ ейтилған. Яқуп 1:13тә мундақ дәп йезилған: «Синақта һечким: “Худа мени синаватиду”, дәп ейтмисун, чүнки Тәңрини яманлиқ билән синаш мүмкин әмәс һәм У  Өзи һечкимни яманлиқ билән синимайду». Демәк, гәрчә Худа яман ишларниң йүз беришигә йол қойсиму, бирақ У бу ишларниң йүз беришигә сәвәпчи әмәс (Аюп 34:10, 12ни оқуң).

8, 9. Қийинчилиқлиримиз үчүн Худани әйипләш немишкә адаләтсизлик болиду? Мисал кәлтүрүң.

8 Бир мисални көрүп чиқайли. Бир жигит ата-аниси билән биллә яшаватиду. Дадиси уни наһайити яхши көриду. Униңға ақ билән қарини айришни үгитип кәлгән. Амма бир күни оғли дадисиға қарши чиқип, өйдин чиқип кетиду. Андин бала яман йолға кирип, қийин әһвалға чүшүп қалиду. Дадиси балисиниң өйдин чиқип кетишини тосимиғанлиқтин, бу оғул шундақ қийинчилиққа дуч кәлгән дәп дадисини әйипләттиңизму? Әлвәттә, яқ! (Луқа 15:11—13). Мошу оғулға охшаш, адәмләр өзлири халиғандәк һаят кәчүрүшни қарар қилғанда, Худа уларни тосимайду. Шуңа, яманлиққа дуч кәлгәндә, буниңға һәргизму Худа сәвәпчи әмәс екәнлигини әстин чиқармаслиғимиз керәк. Шундақ вәзийәтләрдә Худани әйипләш адаләтсизликкә ятиду.

9 Худаниң яман ишларниң болуватқанлиғиға йол қоюватқанлиғиниң бәкму муһим бир сәвәви бар. Бу һәққидә 11-баптин көпирәк биливалалайсиз. Худаниң бизни яхши көридиғанлиғиға вә қийинчилиқлиримизға Униң әйиплик әмәс екәнлигигә ишәнсиңиз болиду. Әмәлийәттә, һәммә қийинчилиқлиримизни пәқәт Худа һәл қилалайду (Йәшая 33:2).

10. Худаниң яман адәмләр қиливатқан зулум-зәһмәтләрни пүтүнләй қайта әслигә кәлтүрәләйдиғанлиғиға немишкә ишәнсәк болиду?

10 Худа муқәддәстур. Униң қилған һәммә ишлири пак һәм яхши (Йәшая 6:3). Инсанлар ундақ болалмайду. Улар бәзидә натоғра ишларни қилип қойиду. Бирақ биз Худаниң һәрқандақ яманлиқни түп йилтизидин йоқ қилидиғанлиғиға ишәнчимиз камил. Яман адәмләр қиливатқан зулум-зәһмәтләрни йоқ қилишқа һәтта әң адил һөкүмранниңму күчи йәтмәйду. Амма Худаниң қудрити чәксиз болғанлиқтин, У яман адәмләр пәйда қилған һәммә зиянни әслигә кәлтүрәләйду. У шундақ қилишни халайду вә келәчәктә һәммә явузлуқни мәңгүгә йоқ қилиду (Зәбур 37:9—11ни оқуң).

ИНСАНЛАР АЗАП-ОҚУБӘТ ЧӘКСӘ ХУДАНИҢ ИЧИ АҒРАМДУ?

11. Сиз азап-оқубәт чәксиңиз Худаниң ичи ағрамду?

11 Дунияда болуватқан ишларни вә сизниң қийинчилиқлириңизни көргәндә, Худаниң ичи ағрамду? Муқәддәс китап Худа адаләтни сөйиду дәп үгитиду (Зәбур 37:28). Шуңа, Худа яхши билән яман ишларға бәкму көңүл бөлиду. Худа инсанларниң азап-оқубәт чекишини һәргиз халимайду. Нуһ пәйғәмбәрниң күнлиридә дуния яманлиққа толуп кәткәндә, Худаниң жүриги қаттиқ ағриған еди (Яритилиш 6:5, 6). Худа һәргиз өзгәргини йоқ (Малаки 3:6). Муқәддәс китапта ейтилғандәк, Худа һәқиқәтән сизгә ғәмхорлуқ қилиду (Петрусниң 1-хети 5:7ни оқуң).

Худаниң яратмилири: тағлар, көл, белиқлар, қушлар вә дәрәқләр

Муқәддәс китаптин Йәһваниң пүткүл аләмни яратқан меһрибан Худа екәнлигини билимиз

12, 13. а) Немишкә биз башқиларни яхши көрүмиз вә уларға ич ағритимиз? Дуниядики азап-оқубәтләрни көргәндә, қандақ инкас қайтуримиз? ә) Худаниң барлиқ азап-оқубәтләрни вә адаләтсизликни йоқ қилидиғанлиғиға немишкә ишинәләйсиз?

12 Муқәддәс китапта Худа адәмни Өзигә охшаш қилип яратқанлиғи йезилған (Яритилиш 1:26). Бу Худа бизни Өзидә бар яхши хисләтләр билән яратқанлиғини билдүриду. Муқәддәс китапта: «Худа Өзи меһир-муһәббәттур»,— дәп йезилған (Йоһанниң 1-хети 4:8). Шуниң үчүн, биздиму шу хисләт бар. Мәсилән, бегуна адәмләрниң азап чекиватқанлиғини көргәндә, ичиңиз ағрийду. Худаниң жүриги униңдинму қаттиқ ағрийду! Буниңдин шуни биливалалаймизки, Худа азап-оқубәтләр һәм адаләтсизликни түп йилтизи билән йоқ қилишни халайду. Немә үчүн?

13 Ойлинип көрүң, әгәр қолуңиздин кәлсә, дуниядики һәммә азап-оқубәтләр вә адаләтсизликни йоқ қилаттиңиз, шундақ әмәсму? Әлвәттә, сәвәви сиз адәмләрни яхши көрисиз. Худаму адәмләрни яхши көриду вә Униң күч-қудрити чәксиз. Шу сәвәптин У барлиқ азап-оқубәтләр билән адаләтсизликни йоқ қилиду. Бу китапниң кириш сөзидә тилға елинған Худаниң вәдилириниң һәммиси чоқум әмәлгә ашиду! Худаниң вәдилиригә ишәнч қилишиңиз үчүн Худа тоғрилиқ көпирәк билим елишиңиз керәк.

ХУДА СИЗНИҢ ӨЗИ ҺӘҚҚИДӘ БИЛИМ ЕЛИШИҢИЗНИ ХАЛАЙДУ

Икки аял бир-бири билән тонушиватиду

Сиз бирси билән дост болушни халисиңиз, авал өзүңизни тонуштуруп исмиңизни ейтип берисиз. Худаму бизгә Муқәддәс китап арқилиқ өз исмини ейтип бәргән

14. Худаниң исми немә вә Униң исмини қоллинишниң муһим екәнлигини қәйәрдин билимиз?

14 Әгәр сиз бирси билән дост болушни халисиңиз, авал немә қилисиз? Әлвәттә, өзүңизни тонуштуруп исмиңизни ейтип берисиз. Ундақта Худаниң исми барму? Бәзи адәмләр Худаниң тохсән тоққуз исми бар, мәсилән, Рәһман, Рәһим дәйду. Бирақ улар Худаниң нам-унван болуп кәчүрүмчан, рәһимдил дегәнләрни билдүриду. Йәнә башқа кишиләр Худаниң исмини Алла дейишиду, лекин әрәп тилидин елинған бу сөз «Худа» дегән мәнани билдүриду. Шуңа Худа яки Алла у исим әмәс. Амма Худа адәмләргә өз исмини ашкарилиған. Чиқиш 6:3тә «Мән Ибраһимға, Исһаққа вә Яқупқа Һәммигә Қадир Худадәк көрүндүм, лекин Йәһва дегән исмим билән уларға ашкарә болмидим»,— дәп йезилған. Муқәддәс китапта «Йәһва» дегән исим нәччә миң қетим тилға елинған. Йәһва Өз исмини билишимизни вә шу исимни қоллинишимизни халайду. Худа сизниң Униңға йеқинлишишиңизни халиғанлиқтин, өз исмини ейтип бериватиду.

15. Йәһва дегән исим немини билдүриду?

15 Худаниң исми чоңқур мәнаға егә. «Йәһва» дегән исим У бәргән һәрқандақ вәдисини орунлалайду вә Өзиниң ирадисини әмәлгә ашуралайду дегәнни билдүриду. Униңға һечким, һечнәрсә тосалғулуқ қилалмайду. Йәһва дегән исим пәқәт Худағила лайиқтурa.

16, 17. а) «Һәммигә Қадир», ә) «Мәңгүлүкниң Падишаси» вә б) «Яратқучи» дегән нам-унванлар немини билдүриду?

16 Вәһий 15:3тә: «Һәммигә Қадир Йәһва Худа, бүйүк вә мөҗүзиликтур Сениң ишлириң. Мәңгүлүкниң Падишаси, Сениң йоллириң һәққаний вә тоғридур»,— дәп йезилған. «Һәммигә Қадир» дегән нам-унван Йәһва Худа чәксиз күчкә егә екәнлигини көрситиду. «Мәңгүлүкниң Падишаси» дегән нам-унван Униң мәңгү мәвҗут екәнлигини көрситиду. Зәбур 90:2дә, униң әзәлдин әбәткичә Худа екәнлиги ейтилған. Бу бизни һәйран қалдурмамду!?

17 Йәһва Худадин башқа Яратқучи йоқтур. Вәһий 4:11дә мундақ дейилгән: «Йәһва, бизниң Худайимиз, Сән шан-шөһрәткә, шан-шәрәпкә вә күч-қудрәткә лайиқсән, чүнки Сән барлиқ нәрсини яраттиң вә барлиқ нәрсә Сениң ирадәң бойичә моҗут һәм яритилғандур». Йәһва Худа асмандики пәриштиләрдин тартип таки йәр йүзидики дәл-дәрәқ вә җан-җаниварларғичә һәммини яратқан!

ХУДА БИЛӘН ДОСТ БОЛУШ МҮМКИНМУ?

18. Немишкә бәзи адәмләр Худа билән дост болуш мүмкин әмәс дәп ойлайду? Бу тоғрилиқ Муқәддәс китапта немә йезилған?

18 Йәһва Худаниң әҗайип хисләтлири һәққидә оқуғанда, бәзи адәмләрдә қорқунуч пәйда болуши мүмкин. Улар: «Худа шунчилик қудрәтлик, улуқ, интайин жирақ турса, У маңа охшаш бәндини ойлап немә қилар?»— дәп ойлайду. Лекин Худа шундақ ойлишимизни халамду? Яқ. Йәһва бизгә йеқинлишишни халайду. Муқәддәс китапта, Худа «һәрқайсимиздин жирақ» әмәс дәп тилға елинған (Әлчиләр 17:27). Худа сизниң Униңға йеқинлишишиңизни халайду. Муқәддәс китапта йәнә: «Уму силәргә йеқинлишиду»,— дәп вәдә берилгән (Яқуп 4:8).

19. а) Худа билән дост болуш үчүн немә қилишимиз керәк? ә) Йәһваниң қайси хислитини бәк яқтурисиз?

19 Худа билән дост болуш үчүн немә қилишимиз керәк? Әйса пәйғәмбәр мундақ дегән: «Мәңгүлүк һаятқа еришиш үчүн, Сени — бирдин-бир һәқиқий Худани... тонуп-билиш һаҗәттур» (Йоһан 17:3). Худа тоғрилиқ билим елишни давамлаштуруң, шу чағда униң билән техиму йеқинирақ тонушалайсиз. Мәсилән, җуқурида ейтилғандәк, «Худа — меһир-муһәббәт» екәнлигини биливалдиңиз (Йоһанниң 1-хети 4:16). Лекин Униң йәнә нурғун әҗайип хисләтлири бар. Муқәддәс китапта: «Йәһва — рәһимлик һәм һиммәтлик Худа, ғәзәплинишкә алдиримайдиған һәм сөйгү меһрибанлиққа вә һәқиқәткә толған»,— дәп ейтилған (Чиқиш 34:6). Йәһва меһрибан, кәчүрүмчан (Зәбур 86:5). У сәвирлик һәм вападар (Петрусниң 2-хети 3:9; Вәһий 15:4). Муқәддәс китапни оқуғанда, Худаниң әҗайип хисләтлири һәққидә көпирәк биләләйсиз.

20, 21. а) Худани көрәлмисиңиз, Униңға қандақларчә йеқинлишалайсиз? ә) Қайси мәнада Йәһва Худа бизниң Атимиз болиду?

20 Худани көрәлмисиңиз, Униңға қандақларчә йеқинлишалайсиз? (Йоһан 1:18; 4:24; Тимотийға 1-хәт 1:17). Муқәддәс китаптин, Йәһва һәққидә оқуғанда, Униң һис-туйғулири, көзқариши билән хисләтлири бар тирик Худа екәнлигини биләләйсиз (Зәбур 27:4; Римлиқларға 1:20). Йәһва һәққидә көпирәк билим алғансири, Униңға болған меһир-муһәббитиңиз күчийип, Униңға техиму йеқинлишип кетиватқанлиғиңизни һис қилисиз.

Дадиси кичик балисини бойниға олтарғузувелип, тәбиәтни көрситиватиду

Ата балилирини яхши көриду, бирақ асмандики Атимиз бизни улардинму артуқ яхши көриду

21 Йәһва бизниң Атимиз екәнлигини чүшинисиз (Мәтта 6:9). У  бизгә һаятни соға қилған. Көйүмчан ата өз балилириниң әң яхши һаят кәчүрүшини халиғандәк, Йәһваму бизниң бәхитлик һаят кәчүрүшимизни халайду (Зәбур 36:9). Муқәддәс китап Йәһва Худа билән дост болалайсиз дәп үгитиду (Яқуп 2:23). Көз алдиңизға кәлтүрүңа, пүткүл Аләмниң Егиси сиз билән дост болғуси келиду!

22. Бәзи адәмләр Муқәддәс китапни үгинишиңизгә қарши болса, немә қилишиңиз керәк?

22 Бәзи адәмләр Муқәддәс китапни оқушиңизға қарши болуши мүмкин. Сәвәви, улар сизни башқа динға кирип кетиду дәп әнсирәйдиғанду. Амма Йәһва Худа билән дост болушиңизға һечкимниң тосалғу болушиға йол бәрмәң. Сәвәви аләмдә Йәһва Худадин артуқ дост йоқ!

23, 24. а) Немишкә соал қоюштин уялмаслиғимиз керәк? ә) Келәрки бапта немә тоғрилиқ билимиз?

23 Муқәддәс китапни үгиниватқанда, сиз бәзи нәрсиләрни чүшәнмәслигиңиз мүмкин. Шундақ вақитларда соал қоюп, ярдәм сораштин уялмаң. Әйса пәйғәмбәр балиларға охшаш кәмтәр болушимиз керәклигини үгәткән (Мәтта 18:2—4). Сәвәви балилар көп соал сораштин уялмайду. Худа соаллириңизға җавап тепишиңизни халайду. Еливатқан билимиңиз һәқиқәт екәнлигигә көз йәткүзүш үчүн, Муқәддәс китапни көңүл қоюп, тәпсилий үгиниң (Әлчиләр 17:11ни оқуң).

24 Йәһва һәққидә билишниң әң яхши йоли — Муқәддәс китапни үгиниш. Келәрки бапта Муқәддәс китапниң башқа һәрқандақ китаптин қандақ пәриқлинидиғанлиғини билимиз.

a Худаниң исминиң мәнаси вә тәләппуз қилиниши һәққидә көпирәк билиш үчүн мошу китапниң 1-изаһитигә қараң.

БУ БАПТА

1. ХУДА ТОҒРИЛИҚ ҺӘҚИҚӘТ

«Сән барлиқ нәрсини яраттиң» (Вәһий 4:11).

Муқәддәс китап Худа тоғрилиқ немә ейтиду?

  • Вәһий 15:3

    У Һәммигә Қадир, аләмдики әң күчлүк Шәхс.

  • Зәбур 90:2

    У мәңгү мәвҗут.

  • Мәтта 6:9

    Худа бизниң Атимиз.

    У бизниң бәхитлик болушимизни халайду.

  • Әлчиләр 17:27

    Худа сизгә йеқинлишишни халайду.

2. ХУДАНИҢ ИСМИ БАР

«Йәһва...бу әсирләр бойи Мениң исмим» (Чиқиш 3:15).

Худаниң исми немишкә муһим?

  • Чиқиш 6:3

    Худа Өзиниң исми Йәһва екәнлигини ейтқан. «Худа» яки «Алла» исимлар әмәс, «падиша» яки «һакимдар» дегәнгә охшаш нам-унванлардур.

  • Чиқиш 3:14

    Униң исминиң мәнаси «У болғузиду». Йәһва һәммә нәрсини яратқанлиқтин, бәргән һәрқандақ вәдисини орунлалайду вә Өзиниң ирадисини әмәлгә ашуралайду.

3. ЙӘҺВА БИЗНИ ЯХШИ КӨРИДУ

«Худа Өзи меһир-муһәббәттур» (Йоһанниң 1-хети 4:8).

Худа бизгә меһир-муһәббитини қандақ көрситиду?

  • Чиқиш 34:6; Зәбур 37:28

    Худа рәһимдил һәм меһрибан. У адаләткә вә һәқиқәткә толған.

  • Зәбур 86:5

    У кәчүрүмчан.

  • Петрусниң 2-хети 3:9

    У сәвирчан.

  • Вәһий 15:4

    У вападар.

4. ХУДА БИЗГӘ ҒӘМХОРЛУҚ ҚИЛИДУ

«Пүткүл ғәм-тәшвишлириңларни Униңға тапшуруңлар, чүнки У силәргә ғәмхорлуқ қилмақта» (Петрусниң 1-хети 5:7).

Худа бизгә ғәмхорлуқ қиливатқанлиғини қәйәрдин билимиз?

  • Зәбур 37:9—11

    У һәммә азап-оқубәтләрни йоқ қилидиғанлиғини вә яман адәмләр қиливатқан һәммә зиянларни әслигә кәлтүридиғанлиғини вәдә қилиду.

  • Яқуп 4:8

    Йәһва Униңға йеқинлишишиңизни халайду.

  • Йоһан 17:3

    Йәһва һәққидә көпирәк билим алғансири, Униңға болған меһир-муһәббитиңиз күчийиду.

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш