Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • bhs 12-бап, 124—134 б.
  • Сиз Худаниң дости болаламсиз?

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Сиз Худаниң дости болаламсиз?
  • Муқәддәс китап тәлимлири
  • Мону йәрдин көрүң: Муқәддәс Китапта немә ейтилиду?
  • Кичик мавзулар
  • Охшаш мәлумат
  • ЙӘҺВА ХУДА ДОСТЛИРИНИ ҺИМАЙӘ ҚИЛИДУ
  • ШӘЙТАН АДӘМЛӘРНИ ӘЙИПЛӘЙДУ
  • ШӘЙТАН АЮПҚА ҺУҖУМ ҚИЛҒАН
  • ШӘЙТАН СИЗНИМУ ӘЙИПЛӘЙДУ
  • ЙӘҺВАҒА БОЙСУНУҢ
  • ЙӘҺВА ЯХШИ КӨРИДИҒАН НӘРСИЛӘРНИ ЯХШИ КӨРҮҢ
  • Йәһва Худаға үмүт бағлаң!
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2022
  • Аюп пәйғәмбәр һәққанийлиғини сақлиши
    Муқәддәс китаптики асасий мавзу
  • Аюп пәйғәмбәр синақлар вақтида нуқсансиз болған
    Мәсиһий һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири (2016)
  • Аюпниң Худаға садиқ болуши
    Муқәддәс Китап һекайилири
Муқәддәс китап тәлимлири
bhs 12-бап, 124—134 б.

ОН ИККИНЧИ БАП

Сиз Худаниң дости болаламсиз?

1, 2. Кимләр Худаниң дости болған?

СИЗ ким билән дост болушни халаттиңиз? Әлвәттә, сиз өзүңиз яқтуридиған, меһрибан, сиз билән яхши муамилидә болған, сизни яхши чүшинидиған вә гөзәл пәзиләтлири бар киши билән дост болушни халайсиз.

2 Бәзи кишиләр Пәрвәрдигар Йәһваниң дости болған. Мәсилән, Ибраһим пәйғәмбәр Йәһваниң дости дәп аталған (Йәшая 41:8; Яқуп 2:23). Шундақла Йәһва Давут пәйғәмбәрниму яхши көрүп, уни «қәлбимгә лайиқ адәм», дәп атиған (Әлчиләр 13:22). Даниял пәйғәмбәрму Йәһва Худа үчүн интайин сөйүмлүк киши болған (Даниял 9:23).

3. Немә үчүн Йәһва Ибраһим, Давут вә Даниял пәйғәмбәрләрни достум дәп атиған?

3 Немә үчүн Йәһва Ибраһим, Давут вә Даниял пәйғәмбәрләрни достум дәп атиған? Чүнки улар Худаға бойсунған вә кәмтәр хизмәтчиләр болған. Мәсилән, Тәңри Йәһва Ибраһимға: «Сән Мениң авазимға қулақ салдиң»,— дегән (Яритилиш 22:18). Пүткүл хәлиқму Худа билән дост болалайду. Мәсилән, Йәһва Исраил хәлқигә мундақ дегән: «Авазимға қулақ селиңлар, шундақ қилип Мән силәрниң Худайиңлар болимән, вә силәр Мениң хәлқим болисиләр» (Йәрәмия 7:23, КТ). Сизму Яратқучиниң дости болушни халисиңиз, Униңға бойсунуп, сөзлиригә қулақ селишиңиз керәк.

ЙӘҺВА ХУДА ДОСТЛИРИНИ ҺИМАЙӘ ҚИЛИДУ

4, 5. Йәһва Худа достлирини қандақ һимайә қилиду?

4 Муқәддәс китапта: «Йәһваниң көзлири һәққаний кишиләргә қаритилған, қулақлири уларниң илтиҗалирини аңлайду»,— дәп йезилған (Петрусниң 1-хети 3:12). Зәбур 32:8дә Пәрвардигар Өз достлириға: «Саңа әқил-идрәк беримән вә тоғра йолни көрситимән. Мәслиһәт берип, байқай»,— дәп вәдә бериватиду.

5 Яратқучи билән дост болушимизға күчлүк бир дүшмән тосқунлуқ қилиду. Амма Йәһва Худа бизни униңдин қоғдалайду (Зәбур 55:22ни оқуң). Биз Йәһваниң достлири болғачқа, Униңға чин жүрәктин хизмәт қилишқа тиришимиз. Һәтта еғир әһвалға чүшүп қалсақму, Униңға садақәтмәнлигимизни сақлаймиз. Бу тоғрилиқ Давут пәйғәмбәр: «Дайим Йәһвани көримән. У оң тәрипимдә, шуңа иккиләнмәймән»,— дегән (Зәбур 16:8; 63:8). Худа билән дост болушимизға Шәйтан қандақ тосқунлуқ қилиду?

ШӘЙТАН АДӘМЛӘРНИ ӘЙИПЛӘЙДУ

6. Шәйтан адәмләрни қандақ әйипләйду?

6 11-бапта Шәйтан Яратқучиға қарши исиян көтирип, Уни ялғанчи дәп әйиплигән. Шундақла, Шәйтан Худаниң Адәм ата билән Һава аниға неминиң яхши неминиң яман екәнлигини өзлири қарар қилишқа һоқуқ бәрмигәнлигини адаләтсизлик дәп әйиплигән. Худаниң дости болушни халиған адәмләрниму Шәйтанниң әйиплири Аюп китавида ениқ көрситилгән. Шәйтанниң сөзлири бойичә, адәмләр Худаға Уни яхши көргәнликтин әмәс, бәлки өз шәхсий мәнпәитини көзлигәнликтин хизмәт қилиду. Шәйтан һәтта, һәрбир адәмни Яратқучиға қарши чиқидиған қилалаймән, дегән. Һазир Аюп пәйғәмбәрдин қандақ үлгә алалайдиғанлиғимизни вә Йәһва уни қандақ қоғдиғанлиғини көрүп чиқайли.

7, 8. а) Аюп пәйғәмбәр қандақ киши болған? ә) Шәйтан Аюп һәққидә немә ейтқан?

7 Аюп пәйғәмбәр тәхминән 3600 жил бурун яшиған вә яхши киши болған. Йәһва Худа Аюп пәйғәмбәр һәққидә, йәр йүзидә униңдәк Алладин әйминидиған һәм яманлиқтин жирақ туридиған адәм йоқ, дәп ейтқан. Аюп Йәһва Худани чоңқур һөрмәтлигән вә яманлиқни өч көргән (Аюп 1:8). Шундақ қилип, у Худаниң дости болған.

8 Шәйтан Аюп пәйғәмбәрни өз шәхсий мәнпәитини көзләп, Худаға хизмәт қиливатиду дегән. У Худаға: «Сән Өзәң уни, өйини һәм униңда бар һәммә нәрсини чөрәдәп һимайә қилмайватамсән?! Униң қоллириниң ишини бәрикәтләватисән һәм униң падилири йәр йүзидә йейилип кәтмәктә. Лекин қолуңни созуп, униң тәәллуқатиға тегип баққина: шу чағда у Сениң йүзүң алдида Сени қарғайду»,— дәп ейтқан (Аюп 1:10, 11).

9. Йәһва Шәйтанға немә қилишқа йол қойған?

9 Шәйтан Аюп пәйғәмбәрни Худадин бир нәрсә елиш үчүн хизмәт қиливатиду дәп әйиплигән. Йәнә Шәйтан Аюпни Худаға қарши чиқиралаймән, дәп ейтқан. Йәһва Худа Аюпниң садақәтмәнлигидин гуман қилмиған, бирақ Шәйтанниң уни синишиға йол қойған. Шундақ қилип, Аюп Худани чин қәлбидин сөйүдиғанлиғи сәвәплик, Униң йеқин дости болидиғанлиғини көрситәләтти.

ШӘЙТАН АЮПҚА ҺУҖУМ ҚИЛҒАН

10. Шәйтан Аюпни қандақ синиған вә Аюп немә иш қилған?

10 Авал Шәйтан Аюпниң бәзи чарва-маллирини булап, қалғанлирини қирип ташлиған. Кейин у Аюпниң қуллириниң көпинчисини өлтүрүп ташлиған. Аюп һәммә нәрсидин айрилип қалған. Әң ахирида Шәйтан қаттиқ боран әвәтип, Аюпниң он балисини өлтүрүвәткән. Бирақ у Йәһваға садақәтмәнлигини сақлиған. Муқәддәс китапта: «Мошуниң һәммисидә Аюп еғизиға күпүрлүк һечнәрсә алмиди вә Худаға қарши гуна өткүзмиди»,— дәп хатириләнгән (Аюп 1:12—19, 22).

Аюп аяли вә балилири билән бәхитлик һаят кәчүриватиду

Йәһва Худа Аюпни садақәтмәнлиги үчүн мукапатлиди

11. а) Аюп йәнә қандақ синақларға дуч кәлгән? ә) Аюп немә иш қилған?

11 Бирақ Шәйтан нийитидин йәнила қайтмиған. У Худаға «Қолуңни созуп, униң сүйиги билән етигә тәккинә, шу чағда у йүзүң алдида Саңа ләнәт оқуйду»,— дәп ейтқан. Шуниң билән Шәйтан Аюпни еғир кесәлгә гириптар қилған (Аюп 2:5, 7). Шундақ вәзийәттиму Аюп Йәһваға садиқ болуп қалған. У: «Өлүп кәткичә нуқсанлиғимни зади тартқузмаймән»,— дәп ейтқан (Аюп 27:5).

12. Аюп Шәйтанниң ялғанчи екәнлигини қандақ испатлиди?

12 Аюп өзини Шәйтанниң синаватқанлиғини вә немә үчүн шунчә көп қийинчилиқларға дуч келиватқанлиғини билмигән. У бешиға кәлгән азап-оқубәтләргә Йәһва сәвәпчи дәп ойлиған (Аюп 6:4; 16:11—14). Аюп шундақ ойлисиму, Худаға садиқ болуп қалған. Мана әнди, Аюп өз пайдисини көзлигәнликтин әмәс, чин қәлбидин Йәһвани сөйгәнлиги сәвәплик, Униң дости болғанлиғи ениқ испатланди. Шәйтанниң әйипләшлири ялған болуп чиқти!

13. Аюп садиқ болуп қалғанлиғиниң нәтиҗиси қандақ болған?

13 Аюп асманда немә иш йүз бериватқанлиғини билмисиму, Худаға садиқ болуп, Шәйтанниң ялғанчи екәнлигини испатлиған. Йәһва Худа Аюпни садиқ дост болуп қалғанлиғи үчүн мукапатлиған (Аюп 42:12—17).

ШӘЙТАН СИЗНИМУ ӘЙИПЛӘЙДУ

14, 15. Шәйтан адәмләрни немә дәп әйипләйду?

14 Шәйтан бүгүнки күндә, Худаниң хизмәтчилирини улар өз пайдисини көзлигәнликтин Униңға хизмәт қиливатиду, дәп әйтан: «Инсан бар нәрсисини һаяти үчүн бериветиду»,— дәп ейтқан (Аюп 2:4). Шуңа, у «инсан» дегәндә, пәқәт Аюпниң нийитигә әмәс, һәммә адәмләрниң нийитигә гуман кәлтүргән. Аюпниң заманидин тартип та һазирғичә Шәйтан Йәһвани һәм Униң хизмәтчилирини әйипләп кәлмәктә. Мәсилән, Пәнд-нәсиһәтләр 27:11дә мундақ дәп йезилған: «Әй оғлум, дана болсаң көңлүмни хошал қиларсән, шундақ болсаң мени әйиплигүчигә җавап берәләймән».

15 Әгәр Худаға бойсунушни таллап, Униң садиқ дости болсиңиз, Шәйтанниң ялғанчи екәнлигини испатлалайсиз. Худаниң дости болуш үчүн һәтта чоң өзгиришләрни қилишқа тоғра кәлсиму, қобул қилған қарариңизға һеч өкүнмәйсиз. Бу һаятиңиздики әң муһим қарар. Сәвәви, Шәйтан сизни қийинчилиқларға дуч кәлгәндә Худаға садиқ қалалмайду, дәп әйипләйду. Шәйтан бизниң Худаға болған садақәтмәнлигимизни бузушқа уруниду.

16. а) Шәйтан бизниң Йәһва билән болған мунасивитимизни бузуш үчүн қандақ усулларни қоллиниду? ә) Сизниң Худаға хизмәт қилишиңизға Шәйтан қандақ тосқунлуқ қилиши мүмкин?

16 Шәйтан бизниң Йәһва билән болған мунасивитимизни бузуш үчүн һәрхил усулларни қоллиниду. Муқәддәс китапта «Иблис бирәвсини жутуветәй дәп, ширдәк ғарилдап издәп жүриду»,— дәп йезилған (Петрусниң 1-хети 5:8). Шәйтан бизгә қандақ һуҗум қилиши мүмкин? Достлиримиз, уруқ-туққанлиримиз вә башқа адәмләр арқилиқ Муқәддәс китапни оқуп-үгинишкә вә тоғра йолда меңишқа қарши чиқиши мүмкинa (Йоһан 15:19, 20). Шундақла Шәйтан өзини «йоруқлуқ пәриштисиниң қияпитидә» көрситиду. У адәмләрни алдап, Худаниң дегинини әмәс, өзиниң дегини бойичә һәрикәт қилғузиду (Коринтлиқларға 2-хәт 11:14). Шәйтанниң йәнә бир усули — адәмләрни өзини Йәһва Худаға хизмәт қилишқа лайиқ әмәсмән, дегән ойға кәлтүрүп, уларни Худаға хизмәт қилиштин тосуштур (Пәнд-нәсиһәтләр 24:10).

ЙӘҺВАҒА БОЙСУНУҢ

17. Биз Йәһваға немә үчүн бойсунимиз?

17 Биз Йәһваға бойсунсақ, Шәйтанниң ялғанчи екәнлигини испатлаймиз. Йәһваға бойсунушимизға немә ярдәм бериду? Муқәддәс китапта: «Йәһва Худани пүтүн жүригиң, пүтүн җениң, пүтүн әқлиң һәм пүтүн күчүң билән сөйгин»,— дәп йезилған (Марк 12:30). Биз Йәһвани сөйгәнликтин, Униңға бойсунимиз. Худаға болған меһир-муһәббитимиз чоңқурлиғансири, шунчә Униңға бойсунушни халаймиз. Әлчи Йоһан: «Сәвәви Худаға болған меһир-муһәббәт Униң әмирлирини орунлаштур вә Униң әмирлири еғир әмәс»,— дәп ейтқан (Йоһанниң 1-хети 5:3).

18, 19. а) Йәһва Худаға яқмайдиған қандақ нәрсиләр бар? ә) Йәһва биздин күчимиз йәтмәйдиған нәрсиләрни тәләп қилмайдиғанлиғини қәйәрдин билимиз?

18 Йәһва Худаға яқмайдиған нәрсиләр бар. Уларниң бәзилири «Йәһва нәпрәтлинидиған нәрсиләрдин нәпрәтлиниң» дегән рамкида кәлтүрүлгән. Буларниң бәзибирлири яман нәрсә әмәстәк көрүнүши мүмкин. Бирақ шу рамкидики айәтләрни оқуп, улар һәққидә чоңқур ойлансиңиз, Йәһваға бойсунушниң даналиқ екәнлигини чүшинисиз. Бәлким һаятиңизда қандақту бир өзгиришләрни қилиш керәк. Бәзидә һаятиңизда өзгиришләрни қилиш қийин болуши мүмкин. Бирақ күч чиқарсиңиз, Йәһваниң садиқ дости болалайсиз вә бу сизгә тинч-арамлиқ вә бәхит елип келиду (Йәшая 48:17, 18). Шундақ өзгиришләрни қилиш қолиңиздин келидиғанлиғиға гуманланмаң.

19 Йәһва биздин күчимиз йәтмәйдиған нәрсиләрни һечқачан тәләп қилмайду (Қанун шәрһи 30:11—14). Йәһва бизниң чин Достимиз. Шуңа У бизни өзүмиздинму яхширақ билиду вә күчлүк һәм аҗиз тәрәплиримизму Униңға мәлум (Зәбур 103:14). Әлчи Паул мундақ дегән: «Силәр дучар болуватқан аздурулушлар адәмләр үчүн адәттики нәрсиләр. Лекин Худа садиқтур вә У силәрниң күчүңлардин артуқ аздурулушуңларға йол қоймайду, бәлки аздурулуш вақтида силәр көтирәлишиңлар үчүн, чиқиш йолини бериду» (Коринтлиқларға 1-хәт 10:13). Һәр қачан тоғра һәрикәт қилишимиз үчүн Йәһва бизгә керәклик күч-қувәтни беридиғанлиғиға гуман қилмайли. У бизгә һәртүрлүк қийинчилиқларға бәрдашлиқ бериш үчүн «адәттики күчтин ешип чүшүдиған күч» бериду (Коринтлиқларға 2-хәт 4:7). Буни өз бешидин өткүзгән әлчи Паул мундақ дегән: «Мени Мустәһкәмлигүчигә түпәйли һәммә нәрсигә қадирмән» (Филипиликләргә 4:13).

ЙӘҺВА ЯХШИ КӨРИДИҒАН НӘРСИЛӘРНИ ЯХШИ КӨРҮҢ

20. Худаниң достлири қандақ болуши керәк вә немә үчүн?

20 Йәһваниң дости болуш үчүн У нәпрәтлинидиған нәрсиләрдин нәпрәтлинипла қоймай, бәлки У яхши көридиған нәрсиләрни яхши көрүң (Римлиқларға 12:9). Йәһваниң достлири қандақ болуши керәклиги Зәбур 15:1—5 (оқуң) айәтләрдә йезилған. Улар Йәһваниң есил пәзиләтлирини үлгә қилип, «меһир-муһәббәт, хошаллиқ, течлиқ, сәвир-тақәт, меһрибанлиқ, һиммәтлик, етиқат, мулайимлиқ, өзини тутуш» дегәнләрни көрситиду (Галатилиқларға 5:22, 23).

21. Сиз бу гөзәл пәзиләтләрни қандақ көрситәләйсиз?

21 Бу гөзәл пәзиләтләрни қандақ көрситәләйсиз? Муқәддәс китапни дайим оқуш вә тәтқиқ қилиш арқилиқ Йәһвани хурсән қилидиған нәрсиләрни яхши көрүшни үгинисиз (Йәшая 30:20, 21). Шундақ қилип, Худаға болған меһир-муһәббитиңиз чоңқурлашқансири, Униңға бойсунушни техиму халайдиған болисиз.

22. Йәһваға қулақ салсиңиз немигә еришәләйсиз?

22 Һаятиңиздики өзгиришләрни кона кийимни йешип ташлап, йеңи кийимни кийиш билән селиштурушқа болиду. Муқәддәс китапта «кона шәхсни... йешип», «йеңи шәхскә» кийиниш һәққидә йезилған (Колосилиқларға 3:9, 10). Бу асан болмисиму, һаятимизда керәклик өзгиришләрни қилип, Йәһваға бойсунсақ, У бизгә чоң мукапат беридиғанлиғини вәдә қилиду (Зәбур 19:11). Йәһваға итаәтчан болуң вә Шәйтанниң ялғанчи екәнлигини испатлаң. Худаға келәчәктики мукапатни елиш үчүн әмәс, чин жүрәктин сөйгәнлигиңиз үчүн хизмәт қилиң. Шу чағда, сиз Йәһваниң йеқин дости болалайсиз!

a Бу Муқәддәс китапни оқуп-үгинишиңизгә қарши болғанларниң һәммисиниң арқисида Шәйтан туриду дегәнни билдүрмәйду. Бирақ «пүткүл дуния Шәйтанниң һөкүми астида» болғанлиқтин, у «мошу дуния қурулуминиң худаси». Шу сәвәптин бәзи адәмләр Йәһваға хизмәт қилишимизға қарши чиқса, бу бизни һәйран қалдурмайду (Коринтлиқларға 2-хәт 4:4; Йоһанниң 1-хети 5:19).

ЙӘҺВА НӘПРӘТЛИНИДИҒАН НӘРСИЛӘРДИН НӘПРӘТЛИНИҢ

  • Қатиллиқ

    Чиқиш 20:13; 21:22, 23

  • Җинсий әхлақсизлиқ

    Ләвийләр 20:10, 13, 15, 16; Римлиқларға 1:24, 26, 27, 32; Коринтлиқларға 1-хәт 6:9, 10

  • Җинкәшлик вә җодигәрлик

    Қанун шәрһи 18:9—13; Коринтлиқларға 1-хәт 10:21, 22; Галатилиқларға 5:20, 21

  • Бутпәрәслик

    Коринтлиқларға 1-хәт 10:14

  • Һарақкәшлик

    Коринтлиқларға 1-хәт 5:11

  • Оғрилиқ

    Ләвийләр 6:2, 4; Әфәсликләргә 4:28

  • Ялғанчилиқ

    Пәнд-нәсиһәтләр 6:16, 19; Колосилиқларға 3:9; Вәһий 22:15

  • Ачкөзлүк

    Коринтлиқларға 1-хәт 5:11

  • Зораванлиқ

    Зәбур 11:5; Пәнд-нәсиһәтләр 22:24, 25; Малаки 2:16; Галатилиқларға 5:20, 21

  • Әдәпсиз гәп-сөзләр вә ғевәт

    Ләвийләр 19:16; Әфәсликләргә 5:4; Колосилиқларға 3:8

  • Қанни натоғра пайдилиниш

    Яритилиш 9:4; Әлчиләр 15:20, 28, 29

  • Аилигә ғәмхорлуқ қилиштин баш тартиш

    Тимотийға 1-хәт 5:8

  • Урушларға вә сәясәткә қатнишиш

    Йәшая 2:4; Йоһан 6:15; 17:16

  • Тамака чекиш вә наркотикларни қобул қилиш

    Марк 15:23; Коринтлиқларға 2-хәт 7:1

БУ БАПТА

1. ЙӘҺВАНИҢ ДОСТЛИРИ УНИҢҒА ҚУЛАҚ САЛИДУ

«Авазимға қулақ селиңлар, шундақ қилип Мән силәрниң Худайиңлар болимән, вә силәр Мениң хәлқим болисиләр» (Йәрәмия 7:23, КТ).

Худа билән дост болуш мүмкинму?

  • Яритилиш 22:18; Яқуп 2:23

    Ибраһим пәйғәмбәр Худаниң дости болған, чүнки у Худаниң сөзигә қулақ салған вә кичик пеил адәм болған.

  • Тарихнамә 2-язма 16:9

    Йәһва Униңға бойсунидиған кишиләргә ярдәм бериду.

  • Зәбур 25:14; 32:8

    Йәһва Худа достлириға зерәклик бериду.

  • Зәбур 55:22

    Йәһва Худа достлирини һимайә қилиду.

2. АЮП ПӘЙҒӘМБӘР ЙӘҺВАНИҢ ДОСТИ БОЛҒАН ВӘ САДАҚӘТМӘНЛИГИНИ САҚЛАП ҚАЛҒАН

«Мошуниң һәммисидә Аюп еғизиға күпүрлүк һечнәрсә алмиди вә Худаға қарши гуна өткүзмиди» (Аюп 1:22).

Шәйтан Аюпни қандақ синиған вә Аюп немә қилған?

  • Аюп 1:10, 11

    Шәйтан Аюп пәйғәмбәрни Худаға өз мәнпәити үчүн хизмәт қиливатиду вә Йәһвани яхши көрмәйду дәп әйиплигән.

  • Аюп 1:12—19; 2:7

    Йәһва Худа Шәйтанға Аюпниң һәммә нәрсидин айрилип қелишиға вә уни еғир кесәлгә гириптар қилғанлиғиға йол бәрди.

  • Аюп 27:5

    Аюп дуч кәлгән қийинчилиқларниң сәвәвини билмисиму, Йәһваға садиқ болуп қалған.

3. ШӘЙТАН СИЗНИҢ ХУДАҒА ХИЗМӘТ ҚИЛИШИҢИЗҒА ТОСҚУНЛУҚ ҚИЛИШҚА ТИРИШИДУ

«Инсан бар нәрсисини һаяти үчүн бериветиду» (Аюп 2:4).

Шәйтан Йәһва билән болған мунасивитимизни бузуш үчүн қандақ усулларни қоллиниду?

  • Коринтлиқларға 2-хәт 11:14

    Шәйтан бизниң Худаға вападар болалмаслиғимиз үчүн бизгә тузақ қуриду.

  • Пәнд-нәсиһәтләр 24:10

    Шәйтан адәмләрни Йәһва Худаға хизмәт қилишқа лайиқ әмәслигигә ишәндүргиси келиду.

  • Петрусниң 1-хети 5:8

    Шәйтан бизгә бесим қилиду.

  • Пәнд-нәсиһәтләр 27:11

    Йәһваға қулақ селип, Униң билән дост болсиңиз, шу чағда Шәйтанниң ялғанчи екәнлигини испатлайсиз.

4. БИЗ ЙӘҺВАНИ ЯХШИ КӨРГӘНЛИКТИН, УНИҢҒА БОЙСУНИМИЗ

«Сәвәви Худаға болған меһир-муһәббәт Униң әмирлирини орунлаштур вә Униң әмирлири еғир әмәс» (Йоһанниң 1-хети 5:3).

Худаниң дости болуш үчүн немә қилиш керәк?

  • Қанун шәрһи 6:5

    Худаға болған меһир-муһәббәт Униңға бойсунушқа ярдәм бериду.

  • Йәшая 48:17, 18

    Йәһваға қулақ селишниң көп пайдиси бар.

  • Қанун шәрһи 30:11—14

    Йәһва сиздин күчиңиз йәтмәйдиған нәрсиләрни һечқачан тәләп қилмайду.

  • Филипиликләргә 4:13

    Йәһва бизгә һәр вақитта тоғра һәрикәт қилиш үчүн керәклик күч-қувәт бериду.

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш