Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • th 14-дәрис, 17-б.
  • Муһим ой-пикирни тәкитләш

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Муһим ой-пикирни тәкитләш
  • Оқуш вә тәлим бериш маһаритимизни өстүрәйли
  • Охшаш мәлумат
  • Асасий ойларни тәкрарлаш
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2024
  • Нәтиҗилик хуласиләш
    Оқуш вә тәлим бериш маһаритимизни өстүрәйли
Оқуш вә тәлим бериш маһаритимизни өстүрәйли
th 14-дәрис, 17-б.

14-ДӘРИС

Муһим ой-пикирни тәкитләш

Кәлтүрүлгән айәт

Ибранийларға 8:1

АСАСИЙ МӘХСӘТ. Нутуқта баштин-ахириғичә һәрбир муһим ой-пикир билән баш мавзу вә йәтмәкчи болған мәхсәт оттурисида қандақ бағлиниш барлиғини тиңшиғучиларниң ениқ көрүп йетишигә ярдәм бериш.

МӘХСӘТКӘ ҚАНДАҚ ЙЕТӘЛӘЙСИЗ?

  • Мәхсәт яки нишан бәлгүләш. Авал бу нутуқ арқилиқ қайси мәхсәткә йәтмәкчи екәнлигиңиз һәққидә ойлиниң. «Тиңшиғучиларға қандақ мәлуматни йәткүзмәкчи? Немигә ишәндүрмәкчи һәм немигә үндимәкчи?», дегән соаллар асасида нутуғиңизни тәйярлап чиқиң. Һәрбир муһим ой-пикирниң йәтмәкчи болған мәхситиңизгә ярдәм берәлишигә капаләтлик қилиң.

    Әмәлий қоллинидиған ой-пикирләр

    Өз-өзүңизгә: «Тиңшиғучилар мошу мавзуға қандақ инкас қайтуриду? Улар қандақ соалларни қоюши мүмкин? Немә мәхсәттә улар шундақ соал қойиду?» дегән соалларни қоюп көрүң. Тиңшиғучиларниң чүшинәлиши вә қобул қилиши үчүн оттуриға қоймақчи болған ой-пикирләрни мәнтиқийгә уйғун һалда тәртиплик орунлаштуруң.

  • Нутуқниң мавзусини тәкитләш. Нутуқ ейтиватқанда, пат-пат муһим сөз-ибариләрни яки мәнадаш сөзләрни ишлитип, мавзуни тәкитләң.

  • Муһим ой-пикирләрни аддий һәм ениқ көрситиш. Мавзу билән бағлинишлиқ муһим ой-пикирләрни таллап, бәлгүләнгән вақит ичидә үнүмлүк йәткүзүң. Муһим ой-пикирләрниң сани көп болуп кәтмисун, һәрбир муһим ойни ениқ чүшәндүрүң. Бир муһим ой-пикирдин йәнә бир ой-пикиргә өткәндә, азирақ тохтап сүкүт қилиң, андин кейинки ой-пикирни давамлаштуруң.

    Әмәлий қоллинидиған ой-пикирләр

    Нутуқ башланғанда, муһим ой-пикирни оттуриға қоюп, тиңшиғучиларниң нутуқ давамида шуни әстин чиқармаслиғиға ярдәм бериң. Нутуқ ахирлишай дегәндә, муһим ой-пикирләрни йәнә бир қетим тәкитләп, уларниң нутуқтики муһим мәзмунларни қайта есигә чүширишигә ярдәм бериң.

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш