153-НАХША
Маңа җасарәт бәргин
1. Гуман, қорқун’ч чирмап,
Йол тапалмай қалдим.
Оң қолуң билән йетәкләп,
Көрсәттиң йол дайим.
Һаят йоли бәк тар,
Һеч қилмасмән гуман.
Сән, Худа, мәңгү вападар,
Маңа сепил, қорған.
ҚАЙТУРМИСИ:
Җасарәт, мәдәт бәр, Йәһва,
Саңа ишәнч бағлай.
Чәксиздур асманда қошунуң,
Нә дүшмәндин қорқай?!
Йәһва, җасарәт бәр,
Һәқ йолдин ваз кәчмәй.
Җасарәт, күч бәр, Йәһва,
Чоң ғәл’бәңни көрәй!
2. Инсанлардин қорқуш
Гоя тузақ, қапқан.
Сән Қорам Таш, Чопан, Қорған,
Күч-қудрәткә толған.
Җасарәт бәр, Йәһва,
Батур, җасур болай.
Нә түрмә, өлүм алдида,
Баш әгмәй, тиз пүкмәй.
ҚАЙТУРМИСИ:
Җасарәт, мәдәт бәр, Йәһва,
Саңа ишәнч бағлай.
Чәксиздур асманда қошунуң,
Нә дүшмәндин қорқай?!
Йәһва, җасарәт бәр,
Һәқ йолдин ваз кәчмәй.
Җасарәт, күч бәр, Йәһва,
Чоң ғәл’бәңни көрәй!
ҚАЙТУРМИСИ:
Җасарәт, мәдәт бәр, Йәһва,
Саңа ишәнч бағлай.
Чәксиздур асманда қошунуң,
Нә дүшмәндин қорқай?!
Йәһва, җасарәт бәр,
Һәқ йолдин ваз кәчмәй.
Җасарәт, күч бәр, Йәһва,
Чоң ғәл’бәңни көрәй!
Җасарәт, күч бәр, Йәһва,
Чоң ғәл’бәңни көрәй!