160-НАХША
«Хуш хәвәр!»
1. Асмандин йәткүзүлди
Йәргә хуш хәвәр:
Мәсиһ туғулди
Бәйтләһәмдә.
Ниҗаткаримиз
Үмүт соға қилди.
ҚАЙТУРМИСИ:
Шатлан, хуш хәвәр
Һәммә милләткә!
Йәһни махтайли!
Бу хуш хәвәрни
Вәз қил, күч чиқар.
Мәсиһ туғулди,
У — йол, һәқ вә һаят.
2. Адил Падишайимиз
Течлиқ орнитар.
Әбәдий һаят йоли — Әйса.
Мәңгү Падиша
Һәқиқәтни қоғдар.
ҚАЙТУРМИСИ:
Шатлан, хуш хәвәр
Һәммә милләткә!
Йәһни махтайли!
Бу хуш хәвәрни
Вәз қил, күч чиқар.
Мәсиһ туғулди,
У — йол, һәқ вә һаят.
ҚАЙТУРМИСИ:
Шатлан, хуш хәвәр
Һәммә милләткә!
Йәһни махтайли!
Бу хуш хәвәрни
Вәз қил, күч чиқар.
Мәсиһ туғулди,
У — йол, һәқ вә һаят.
(Шундақла Мәт. 24:14; Йоһ. 8:12; 14:6; Йәшая 32:1; 61:2ни қараң)