Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • lmd 12-сав.
  • Җүръәт

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Җүръәт
  • Инсанларни сөйүп шагиртларни тәйярлаң
  • Кичик мавзулар
  • Охшаш мәлумат
  • Әйса Мәсиһ немә қилған?
  • Әйса Мәсиһтин немини үгинимиз?
  • Әйса Мәсиһни үлгә қилиш
  • Муқәддәс китапни үгәнгүчиләрниң чөмдүрүлүштин өтүшигә ярдәм бериң
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2021
  • Үгәнгүчиниң роһий җәһәттин өсүшигә қандақ ярдәм берәләйсиз? Иккинчи қисми
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2020
  • Үгәнгүчиниң роһий җәһәттин өсүшигә қандақ ярдәм берәләйсиз? Биринчи қисми
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2020
  • Берип шагиртларни тәйярлаңлар
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2020
Көпирәк мәлумат
Инсанларни сөйүп шагиртларни тәйярлаң
lmd 12-сав.

ШАГИРТЛАРНИ ТӘЙЯРЛАШ

Һәзрити Әйса өзиниң вә шагиртлириниң алдида тизлинип турған кишигә меһрибанлиқ билән сөзләватиду.

Марк 10:17—22

12-ДӘРИС

Җүръәт

Принцип: «Әтир вә хушбуй көңүлни ачар, җан көйәр достниң сәмимий мәслиһәти кишини риғбәтләндүрәр» (Пәнд н. 27:9, КМ).

Әйса Мәсиһ немә қилған?

Jesus speaking warmly to a man who is kneeling in front of him and his disciples.

ВИДЕО: Әйса Мәсиһниң бай жигиткә нәсиһәт бериши

1. ВИДЕОНИ көрүң яки Марк 10:17—22ни оқуң, кейин төвәндики соалларға җавап бериң:

  1. a. Һәзрити Әйса бай жигитниң қандақ яхши пәзиләтлирини көргән болуши мүмкин?

  2. ә. Әшу бай жигиткә нәсиһәт бериш үчүн Әйса Мәсиһ немишкә сөйгү-муһәббәт вә җүръәткә муһтаҗ болған?

Әйса Мәсиһтин немини үгинимиз?

2. Биз үгәнгүчиниң давамлиқ роһий җәһәттин алға илгирилишигә ярдәм бериш үчүн униңға мулайимлиқ билән гәп қилипла қалмай, бәлки у қандақ иш-һәрикәт қилиши керәклигини очуқ-йоруқ чүшәндүрүп беришимиз лазим.

Әйса Мәсиһни үлгә қилиш

3. Үгәнгүчиниң мәхсәтләрни қоюп, уларға йетишигә ярдәм бериш.

  1. a. «Мәңгү шат-хорам яшаң!» дегән китапниң «Мәхсәт» дегән рамкисини ишлитиң.

  2. ә. Қисқа муддәтлик вә узақ муддәтлик мәхсәтләргә йетиши үчүн униң чоқум немә ишларни қилиши керәклигини чүшинишигә ярдәм бериң.

  3. б. Униң роһий җәһәттин алға илгирилигәнлигини дайим махтап туруң.

4. Үгәнгүчиниң алға илгирилишигә немиләр тосалғу болидиғанлиғини ениқлап, тосалғуларни йеңишигә ярдәм бериш.

  1. a. Өз-өзүңиздин сораң:

    • У чөмдүрүлүш үчүн алға илгирилимисә, немә униңға тосалғу болуватиду?

    • Униңға ярдәм бериш үчүн немә қилсам болиду?

  2. ә. У немиләрни қилиши керәклигини көйүмчанлиқ билән очуқ-йоруқ чүшәндүрүп бериш үчүн җүръәт сорап, дуа қилиң.

5. Алға илгирилимисә, тәтқиқ үгинишини тохтитиш.

  1. a. Сиз билән Муқәддәс китапни тәтқиқ қилип үгиниватқан киши алға илгирилимисә, өз-өзүңиздин сораң:

    • У үгәнгәнлирини турмушида әмәлий қоллиниватамду?

    • У җамаәт жиғилишлириға қатнишамду вә башқиларға һәқиқәт тоғрилиқ ейтип берәмду?

    • Әгәр у узундин бери үгәнгән болса, Йәһва гувачиси болушни халамду?

  2. ә. Әгәр у алға илгириләшни халимиса:

    • Униңдин алға илгириләшкә немә тосалғу болуватқанлиғини сораң.

    • Немә үчүн үгинишни тохтатмақчи болғанлиғиңизни меһрибанлиқ билән униңға чүшәндүрүң.

    • У Муқәддәс китап тәтқиқ үгинишини қайтидин башлашни халиса, немә қилиши керәклигини униңға очуқ ейтиң.

БУ АЙӘТЛӘРГИМУ ҚАРАҢ

Зәб. 141:5; Пәнд н. 25:12; 27:6; Кор. 1-х. 9:26; Кол. 4:5, 6

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш