Худаниң нәзәридә аяллар иззәт-һөрмәткә сазавәр
ҺӘЗРИТИ ӘЙСА йәр йүзидә болғанда, асмандики Атисиниң есил пәзиләтлирини вә Униң пикир қилиш тәрзини мукәммәл рәвиштә әкс әттүргән. У мундақ дегән: «Мән өзлүгүмдин һечнәрсә қилмиғинимни, бәлки Атам маңа қандақ үгәткән болса, шундақ сөзлигинимни билисиләр... мән һемишәм Уни хуш қилидиған ишларни қилимән» (Йоһан 8:28, 29; Колосилиқларға 1:15). Демәк, биз Әйса пәйғәмбәрниң аялларға қандақ муамилә қилғинидин Йәһва Худаниң уларға қандақ көзқарашта болидиғанлиғини вә улардин немиләрни күтидиғанлиғини биләләймиз.
Бәзи алимлар Инҗилда баян қилинған вақиәләрни тәтқиқ қилип, һәзрити Әйсаниң аялларға болған көзқариши әшу дәвирдики кишиләрниңкидин тамамән пәриқләнгәнлигини тәстиқләйду. Немә үчүн шундақ десәк болиду? Әң муһими болса, униң тәлимлири бүгүнки күндики аялларни көпирәк әркинликкә ериштүрәләмду?
Һәзрити Әйса аялларға қандақ муамилә қилған?
Әйса пәйғәмбәр аяллар җинсий алақә қилиш үчүн яритилған дәп қаримиған. Бәзи йәһудий дин рәһбәрлириниң көзқаришичә, аяллар билән сөзлишиш пәқәт җинсий әхлақсизлиқ қилиш езиқтурулушиға йетәкләйду. Аяллар шундақ езиқтурулушниң мәнбәси дәп қаралғанлиғи түпәйлидин уларниң аммивий орунларда әр кишиләр билән сөзлишиши вә бешиға бир нәрсә артмай, сиртқа чиқиши мәнъий қилинған еди. Амма һәзрити Әйса әр кишиләргә өзлириниң ой-хияллирини контрол қилиш тоғрилиқ нәсиһәт бәргән һәм аялларни җәмийәттин аҗритип қоюшниң орниға, уларни һөрмәтләшни үгәткән (Мәтта 5:28).
Униңдин башқа, Әйса пәйғәмбәр шундақ дегән: «Кимду-ким аяли билән аҗришип, башқа биригә өйләнсә, у дәсләпки аялиға қарита нека вапалиғини бузған болиду» (Марк 10:11, 12). Шуни ейтип, һәзрити Әйса шу дәвирдики устазларниң: «Әр кишигә һәрқандақ сәвәп бойичә аяли билән аҗришиш қанунлуқ»,— дегән тәлиматиниң натоғра екәнлигини ашкарә қилған (Мәтта 19:3, 9). Устазлар пәқәт аялларла зина қилиду дәп тәлим бәргәч, йәһудийларниң көпинчиси үчүн әр кишиләр зина қилалиши мүмкин дегән ой-пикирниң өзи ғәлитә болуп көрүнгән. Бир изаһәттә мундақ дейилгән: «Әрләр аяллардин тәләп қилинидиған охшашла өлчәмләргә бойсунуши керәклигини ейтип, һәзрити Әйса аялларниң нам-абройини көтирип, уларға һөрмәт билән муамилә қилиш керәклигини чүшәндүрүп бәргән».
Һәзрити Әйсаниң тәлимлири бүгүнки күндә қандақ тәсир көрситиду? Йәһва гувачилириниң жиғилишлирида аяллар әрләр билән бемалал арилишиду. Улар җамаәттики әрләр көз-қаш ойғитиду дәп қорқмаслиғи керәк. Сәвәви Мәсиһ әгәшкүчилири болған әрләр: «Яшанған аялларға анаңдәк, яш аялларға ача-сиңиллириңдәк пак қәлб билән муамилә қилғин»,— дегән мәслиһәткә қәтъий әмәл қилиду (Тимотийға 1-хәт 5:2, ЙД)
Һәзрити Әйса аялларға тәлим бериш үчүн вақит чиқарған. Әшу дәвирдики устазлар аяллар тәлим алмаслиғи керәк дәп тәстиқлигән. Әйса пәйғәмбәр болса, аялларға тәлим бәргән вә уларни әркин-азадә өз ой-пикирлирини баян қилишқа дәвәт қилған. Мәрийәмниң тәлим елиш истигини көрүп, Әйса Мәсиһ аял кишиниң пәқәтла ашханида тамақ етиш ишлириға баш қатуруп аварә болуп яритилмиғанлиғини тәкитлигән (Луқа 10:38—42). Мәрийәмниң һәдиси Мартиму Әйса пәйғәмбәрниң тәлимлиридин көп пайдисини көргән. Буни акиси Лазарниң өлүшидин кейин униң һәзрити Әйсаниң соалиға қандақ җавап бәргәнлигидин көримиз (Йоһан 11:21—27).
Әйса пәйғәмбәр аялларниң ой-пикирлири билән көзқарашлириға қизиқип көңүл бөлгән. Шу мәзгилдә йәһудий аяллар һәқиқий бәхитниң сири бу оғулни туғуш, илаҗи болса, пәйғәмбәрни дунияға кәлтүрүш дәп һесаплиған. Бир аял һәзрити Әйсаға: «Сизни туғуп, беқип чоң қилған аял нәқәдәр бәхитлик!»— дегәндә, Әйса пурсәттин пайдилинип, бу аялға уни әмәлийәттә немә бәхитлик қилалайдиғанлиғини ейтқан (Луқа 11:27, 28). Әйса Мәсиһ аялларниң һәқиқий бәхти урп-адәтләргә хас вәзипилирини орунлашқа әмәс, бәлки роһий ишларни қилишиға бағлиқ екәнлигини чүшәндүрүп бәргән (Йоһан 8:32).
Һәзрити Әйсаниң тәлимлири бүгүнки күндә қандақ тәсир көрситиду? Йәһва гувачилириниң жиғилишлирида аяллар бемалал җавап берип ой-пикирлирини баян қилалайду. Җамаәттә тәлим беришкә мәсъул әр кишиләр башқиларға гәп-сөзлири билән иш-һәрикәтлири арқилиқ яхшилиқни үгитидиған роһий җәһәттин пишип йетилгән аялларни бәк қәдирләйду (Титқа 2:3). Шуниңдәк аялларға Худа Падишалиғини вәз қилиш вәзиписиму тапшурулған (Зәбур 68:11, [67:12]; «Әлчи Паул аялларниң сөз қилишини мәнъий қилғанму?» намлиқ рамкиға қараң.).
Һәзрити Әйса аялларға ғәмхорлуқ қилған. Қедимда оғул балиларға қариғанда, қиз балилар анчә қәдирләнмигән. Йәһудийларниң Талмуд китавида: «Оғул балини дунияға кәлтүргән аял бәхитлик, қиз балини дунияға кәлтүргән аял болса, бәхитсиз»,— дәп йезилған. Бәзи ата-аниларниң ой-пикричә, қиз бала еғир жүк, чүнки униңға әр тепиш керәк, тойлуқ жиғиш керәк һәмдә қерилиқ чеғида ата-анисини бақмайду.
Әйса пәйғәмбәр Наин шәһиридики тул аялниң оғлини һәмдә Яирниң қизини тирилдүргәндә, қиз балиниң һаятини оғул балиниңкидәк қәдирләйдиғанлиғини көрсәткән (Марк 5:35, 41, 42; Луқа 7:11—15). Әйса «18 жил аҗизлаштурған бир роһ киргән» аялни сақайтип, уни «Ибраһимниң қизи» дәп атиған. Йәһудий муәллипләр бу сөз-ибарини кам ишләткән (Луқа 13:10—16). һәзрити Әйса меһрибанлиққа вә һөрмәткә толған сөзлири билән бу аялниң пәқәт җәмийәтниң толуқ һоқуқлуқ әзаси екәнлигинила әмәс, бәлки униң мустәһкәм иман-етиқади барлиғини етирап қилған (Луқа 19:9; Галатилиқларға 3:7).
Һәзрити Әйсаниң тәлимлири бүгүнки күндә қандақ тәсир көрситиду? Азиядә шундақ гәп бар: «Қиз балини чоң қилиш хошниниң беғини суғурушқа охшаш». Лекин Мәсиһ әгәшкүчилири болған көйүмчан атилар тамамән башқичә ойлайду. Улар һәммә балилириға, қиз-оғуллириға бирдәк ғәмхорлуқ қилиду. Ата-анилар балилири билим елиши һәм сағлам болуши үчүн уларниң ғемини йәйду.
Һәзрити Әйса аялларға ишәнгән. Йәһудийларниң сот мәһкимисидә аялниң гувалиғи қулниң гувалиғиға баравәр дәп қаралған. Биринчи әсирдә яшиған тарихшунас Иосиф Флавий шундақ язған: «Аяллар өз тәбиити вә һис-туйғулириға чапсанла берилгәчкә, уларниң гувалиғини етибарға алмаслиқ керәк».
Әйса пәйғәмбәр болса, тамамән башқичә ойлиған. Мәсилән, у өзиниң тирилгәнлиги һәққидә гувалиқ беришни аялларға тапшурған (Мәтта 28:1, 8—10). Гәрчә бу садақәтмән аяллар Әйса пәйғәмбәрниң өлтүрүлгәнлигини вә йәрләнгәнлигини өз көзи билән көргән болсиму, әлчиләр уларниң сөзлиригә ишәнмигән (Мәтта 27:55, 56, 61; Луқа 24:10, 11). Амма тирилгән Әйса пәйғәмбәр дәсләптә аялларға көрүнүп, уларниң гувалиқ беришкә лайиқ екәнлигини көрсәткән (Әлчиләр 1:8, 14).
Һәзрити Әйсаниң тәлимлири бүгүнки күндә қандақ тәсир көрситиду? Йәһва гувачилириниң җамаәтлиридә җавапкар әр кишиләр аялларниң сөзлирини етибарға елип, уларға һөрмәт көрситиду. Мәсиһ әгәшкүчилири болған әрләрму аяллириниң сөзлиригә диққәт билән қулақ селип, уларни һөрмәтләйдиғанлиғини вә қәдирләйдиғанлиғини көрситиду (Петрусниң 1-хети 3:7; Яритилиш 21:12).
Аялларни бәхитлик қилидиған Муқәддәс китаптики принциплар
Әйса Мәсиһни үлгә қилидиған әр кишиләр аял кишиләргә Худа дәсләптә нийәт қилғандәк муамилә қилип, уларни һөрмәтләйду вә әркинлигини чәклимәйду (Яритилиш 1:27, 28). Худа хизмәтчилири болған аилә башчилири өзлирини аяллиридин үстүн қоймайду. Әксинчә, улар Муқәддәс китаптики принципларға әмәл қилип, аяллирини бәхитлик қилишқа тиришиду (Әфәсликләргә 5:28, 29).
Елена Муқәддәс китапни тәтқиқ үгинишини башлиғинида, ери униңға рәһимсизларчә муамилә қилған еди. Ери шәпқәтсиз җәмийәт арисида өскән. У йәрдә келинчәкни оғрилаш вә аилидикиләргә қопал муамилә қилиш адәтлири кәң умумлашқан. Елена шундақ деди: «Муқәддәс китаптин үгәнгәнлирим мени күчәйтти. Мени сөйидиған, қәдирләйдиған һәмдә ғәмхорлуқ қилидиған Яратқучиниң барлиғини чүшинип йәттим. Хиялимда: “Ерим Муқәддәс китапни тәтқиқ үгинишини башлиған болса, у маңа тамамән башқичә муамилә қилған болатти”,— дәп ойлиған едим». Униң арзу-истиги әмәлгә ашти. Ери Муқәддәс китапни тәтқиқ үгинишини башлиди вә кейин Йәһва гувачиси болди. Елена давамлаштуруп, мундақ дәйду: «Әнди, ерим өзини тутувелиш пәзилитини йетилдүрди. Биз бир-биримизни кәчүрүшни үгәндуқ». Уларниң аилисидә немә өзгәрди? Елена ахирида шундақ деди: «Муқәддәс китаптики принциплар ярдимидә өзүмни керәклик һис қилимән вә аилимиздә тинч-хатирҗәмлик һөкүм сүриду» (Колосилиқларға 3:13, 18, 19).
Еленаниң мисали өзгичә әмәс. Униңға охшаш миллионлиған Мәсиһ әгәшкүчилири болған аяллар өзлирини бәхитлик һис қилиду. Сәвәви улар әрлири билән бирликтә нека риштилирини күчәйтип, Муқәддәс китаптики принципларға әмәл қилиш үчүн бар күчни чиқириду. Улар етиқатдашлири билән арилишишта һөрмәт, тинч-хатирҗәмлик вә әркинликкә еришти (Йоһан 13:34, 35).
Худа хизмәтчилириниң һәммиси, мәйли әрләр яки аяллар болсун, өзлириниң гунакар вә намукәммәл екәнлигини һәмдә беһудә һаят кәчүргәнлигини етирап қилиду. Лекин улар көйүмчан Атиси Йәһваға йеқинлишиш арқилиқ «чирип кетиш қуллуғидин азат болуп, Худа пәрзәнтлири егә болидиған шәрәплик әркинликкә егә болиду» (Римлиқларға 8:20, 21, ЙД).