Тәлим бериш қураллиримиз
1. Җакалиғучилар қайси мәнада һүнәрвәнләргә охшайду?
1 Һүнәрвән һәр түрлүк қуралларни пайдилиниду. Бәзи қуралларни мәхсус бир иш үчүн анда-санда пайдиланса, башқа асасий қуралларни пат-пат пайдилиниду. Тәҗрибилик һүнәрвәнләр бу асасий қуралларни дайим қурал сандуқлирида сақлап, маһирлиқ билән ишлитиду. Муқәддәс китап вәзилик хизмитимизни тиришчанлиқ билән орунлап, «һеч нәрсә үчүн иза тартмайдиған ишчи» болушқа дәвәт қилиду (Тим. 2-х. 2:15). Бизниң әң муһим қуралимиз немә? «Шагиртларни тәйярлашқа» пайдилинидиған әң асасий қуралимиз — Худаниң Сөзи (Мәт. 28:19, 20). Шуңа биз «һәқиқәт сөзини дурус йәткүзүш үчүн» маһаритимизни мүкәммәлләштүрүшкә интилишимиз керәк. Лекин һәммә мәсиһийләр адәмләргә һәқиқәт һәққидә тәлим бериш үчүн пат-пат қоллинидиған башқиму қуралларни маһирлиқ билән пайдилинишқа үгиниши лазим (Пәнд н. 22:29).
2. Бизниң асасий тәлим бериш қураллиримиз немиләр?
2 Бизниң асасий тәлим бериш қураллиримиз. Муқәддәс китаптин башқа қандақ қуралларни пайдилинишимиз зөрүр? Муқәддәс китаптики һәқиқәт тоғрисида тәлим бериш үчүн қоллинидиған асасий қуралимиз — «Муқәддәс китапта немә ейтилиду?» китави. Адәм билән бу китапни тәтқиқ қилишни аяқлаштурғандин кейин, уни Муқәддәс китапниң принциплирини күндилик һаятида қоллинишқа үгитиш үчүн «Өзәңларни Худаниң меһир-муһәббитидә сақлаңлар» китавини пайдилинимиз. Шуниң үчүн биз бу икки әдәбиятни маһирлиқ билән пайдилинишимиз керәк. Шундақла тәлим бериш қураллиримиз арисида мәлум китапчиларму болуши һаҗәт. Муқәддәс китапни тәтқиқ қилишни башлаш үчүн қоллинидиған асасий қураллиримизниң бири — «Худадин кәлгән хуш хәвәр!» китапчиси. Әгәр бизниң территориямизда начар оқуйдиған адәмләр учрашса яки бизниң әдәбиятлиримиз аз нәшир қилинған яки әдәбиятлиримиз шу тилда тамамән нәшир қилинмиған болса, «Худаниң Сөзигә қулақ селиң» вә «Худаниң Сөзигә қулақ селип мәңгү яшаң!» китапчиларниму пайдилансақ болиду. Муқәддәс китапни тәтқиқ қиливатқан адәмләргә тәшкилатқа келишкә ярдәм бериш үчүн пайдилинидиған асасий тәлим бериш қуралимиз — «Бүгүнки күндә Йәһва Худаниң ирадисини ким орунлаватиду?» (рус.) китапчиси. «Немишкә Муқәддәс китапни үгиниш керәк?», «Ибадәт өйлиригә немә үчүн жиғилимиз?» вә «Муқәддәс китапни оқуп-үгиниш қандақ өткүзилиду» қатарлиқ видеолар шагиртларни тәйярлашқа ярдәм берип, маһирлиқ билән пайдилинишқа үгинишимиз керәк қураллар.
3. «Вәзилик хизмитимизниң» кейинки санлирида чиқидиған мақалиләр немә қилишимизға ярдәм бериду?
3 «Вәзилик хизмитимизниң» кейинки санлирида чиқидиған мақалиләр тәлим бериш үчүн бәзи асасий әдәбиятларни маһирлиқ билән пайдилинишқа ярдәм бериду. Бу қуралларни устилиқ билән пайдилансақ, биз төвәндики мәслиһәткә риайә қилимиз: «Дайим өзәңгә бақ һәм қандақ тәлим бериватқиниңға диққәтлик бол. Мошуниңда болғин, чүнки шундақ қилғиниңда, өзәңниму вә сени тиңшаватқанларниму қутқузисән» (Тим. 1-х. 4:16).