«Бу сөзләр қәлбиңдә болсун»
Ата-аниларни падичиларға охшатса болиду. Чүнки улар аҗиз һәмдә асанла йолдин адишип кетәләйдиған балилириға яхши ғәмхорлуқ қилиши керәк (Пәнд н. 27:23). Ата-анилар бу вәзипини қандақ орунлалайду? Балилириниң ойи билән қәлблиридә немә барлиғини билиш үчүн, улар билән һәр күни сөһбәтлишиш керәк (Пәнд н. 20:5). Шундақла ата-анилар балилириниң ишәнчилири мустәһкәм болуши үчүн, отқа чидамлиқ материаллардин қуруши керәк (Кор. 1-х. 3:10—15). «Бу сөзләр қәлбиңдә болсун» (рус.) намлиқ видеофильм дайим аиләвий ибадәтни өткүзүшниң муһимлиғини тәкитләйду. Уни аилиңиз билән көрүп, төвәндики соалларниң ярдими билән муһакимә қилиң.
1) Томас Роуманниң аилиси немә сәвәптин роһий җәһәттин аҗизлишип кәтти? 2) Томас бурадәрниң аиләвий ибадәтни өткүзүштики дәсләпки урунушлири немә үчүн мувәппәқийәтсиз болди? 3) Бала тәрбийисидә мувәппәқийәтлик болушқа Муқәддәс китапниң қайси принципи ярдәм бериду? (Қ.шәр. 6:6, 7). 4) Аилидики мунасивәт немә түпәйлидин яхшилиниши мүмкин? 5) Ата-анилар балилири үчүн қандақ қурбанлиқ қилиши һаҗәт? 6) Мартин билән Изабель Барроу Томасниң аилисигә қандақ яхши тәсир қилди? (Пәнд н. 27:17). 7) Аиләвий ибадәтниң мувәппәқийәтлик өтүши үчүн, аилә беши алдин-ала қандақ тәйярлиқни қилиши керәк? 8) Аилиниң роһий әһвалини яхшилитиш үчүн, Томас бурадәр қандақ өзгиришләрни қилди? 9) Аиләвий ибадәтни дайим өткүзүш немишкә муһим? (Әфәс. 6:4). 10) Аиләвий ибадәтни өткүзүшкә тегишлик қандақ пайдилиқ мәслиһәтләр берилди? 11) Чоң оғли Маркусқа тоғра иш қилишниң муһим екәнлигини чүшәндүргәндә, Томас бурадәр хатирҗәмлик сақлисиму, қандақ қилип қәтъийлик көрсәтти? (Йәр. 17:9). 12) Джастин билән болған мунасивитигә бағлиқ тоғра қарар чиқиришқа ярдәм бериш үчүн, ата-аниси Ребекка билән қандақ музакирә қилди? (Марк 12:30; Тим. 2-х. 2:22). 13) Турмушини өзгәртиш керәк болғанда, Томас билән Моника Роуман ишәнчини қандақ көрсәтти? (Мәт. 6:33). 14) Мошу видеофильмда аилә бешиниң өз аилисиниң роһий җәһәттин мустәһкәм болуши үчүн ғәмхорлуқ қилиши керәклигигә қандақ көңүл бөлүнди? (Тим. 1-х. 5:8). 15) Аилә беши сүпитидә немә қилишқа бәл бағлидиңиз?
АИЛӘ БЕШИҒА ӘСКӘРТМӘ: Бу заманивий драма 2011-жилниң вилайәтлик конгрессида көрситилгән еди. Шу жили аиләвий ибадәтни мукәммәлләштүрүшкә тегишлик нәрсиләргә диққәт қилдиңизму? Һазирчу? Һазирниң өзидиму яхшилитишқа һаҗәт нәрсиләр болса, аилиңиз униң пайдисини мәңгүлүк көрүши үчүн, дуа қилип, өзгиришләрни ясаң (Әфәс. 5:15–17).