Тәвсийә үлгилири
«Күзәт мунари» (рус.) 1-январь
«Хәлқимиз “Ар-номус — әргә қамус” дегән мақал бар. Қандақ ойлайсиз, һазирқи заманда растчил болуш тоғриму, яки пул тепиш үчүн ар-номусни қайрип қоюш дурусму? [Ибранийларға 13:18 оқуп, җававини күтүң.] Муқәддәс китап бизни һәммә ишларда растчил болушқа дәвәт қилиду. “Күзәт мунариниң” мошу санида растчил болуш һаятимизниң һәрбир саһасиға қандақ тәсир қилидиғанлиғи муһакимә қилиниду. Бу журнални jw.org/ru торбетидин көчиривалалайсиз».
«Пат-пат “Растчил болсаң, ишиң алға басмайду” дегән ой-пикирни аңлап жүримиз. Қандақ ойлайсиз, һазирқи заманда растчил болуш яхшиму, яки амәтлик болғанму? Һәм растчил, һәм амәтлик болуш мүмкинму? [Җававини күтүң.] Мошу айәттә растчил болушниң пайдиси йезилған. [Ибранийларға 13:18 оқуң.] Адәттә растчил адәмниң виждани вә абройи үстүн болиду».
«Ойғиниш» (рус.) Январь
«Сизгә “Ойғиниш” журналиниң мону санини көрситәй дегән едим [Адәмгә журнални көрситиң.] 2-бәттики соалға вә адәмләр адәттә бу соалға қандақ җавап беридиғанлиғиға диққәт қилиң. Бу һәққидә немә ойласиз? [Җававини күтүң.] Мошу мақалида иҗабий көзқараш һаятни қандақ яхшилаштурушқа тегишлик Худа Сөзидин бирнәччә мәслиһәт қараштурулған. Бу журнални jw.org/ru торбетидин көчүривалалайсиз».
«Сиз иҗабий көзқарашниң саламәтлигимизгә яхши тәсир қилидиғанлиғи һәққидә аңлап баққанму? Қийинчилиқларға дуч кәлгәндә немә қилишимиз керәк? Худа Сөзидә буниңға тегишлик яхши мәслиһәт берилгән. [Пәнд-нәсиһәтләр 24:10 оқуң.] Роһимиз чүшмәслиги үчүн немә ярдәм бериду? [Җававини күтүң.] Бу сөзләргә немишкә ишинишкә болидиғанлиғини келәрки қетим көрситип берәй дегән едим».