ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ПӘНД-НӘСИҺӘТЛӘР 7-11
«Жүригимизни яманлиққа буримайли»
Йәһваниң өлчәмлири бизни һимайә қилиду. Бирақ буниң үчүн уларни жүригимиздә сақлишимиз һаҗәт (П.н 7:3). Йәһваниң хизмәтчиси жүригини яманлиққа буриса, асанла Шәйтанниң ториға чүшүп қелиши мүмкин. Пәнд-нәсиһәтләр 7-бапта жүригиниң өзини алдишиға йол қойған яш жигит тоғрисида йезилған. Униң хаталиқлиридин биз қандақ савақ алимиз?
Шәйтан бизни Йәһвадин жирақлаштуруш үчүн, бәш қабилийитимизни қоллинип, яман ишларға иштиришкә тиришиду
Даналиқ билән зерәклик гунаниң еғир ақиветини алдин көрүп, роһий хәтәрдин нери болушқа ярдәм бериду