МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Уларни қучақ йейип қарши елиңлар
Кимләрни қучақ йейип қарши елишимиз керәк? Учришишларға кәлгәнләрниң һәммисини — йеңидин кәлгәнләрниму, бурундин келиватқанларниму (Рм 15:7; Иб 13:2). Улар башқа дөләттин кәлгән қериндашлиримиз яки узундин бери җамаәт учришишлириға кәлмәйватқан мәсиһийләр болуши мүмкин. Уларниң орнида болсиңиз, өзүңизни қандақ һис қилаттиңиз? Башқилар сизни қучақ йейип қарши алғиниға миннәтдар болматтиңизму? (Мт 7:12). Ундақта, учришиштин авал вә кейин башқилар билән саламлишишқа күч салаламсиз? Бундақ қилсиңиз, җамаәттә иллиқлиқ билән меһир-муһәббәт һөкүм сүрүп, Йәһваниң исми мәдһийилиниду (Мт 5:16). Әлвәттә, һәммиси билән алайтән сөзлишиш мүмкин әмәс. Шундақ болсиму, һәрбиримиз қолумиздин кәлгичә тиришсақ, уларни көрүшкә хошал болғанлиғимизни һәммиси һис қилиду.a
Биз меһмандостлуқни Хатириләш кечи охшаш алаһидә вәзийәтләрдила әмәс, һәммә чағда көрситишимиз лазим. Йеңидин кәлгәнләр меһир-муһәббәтни әмәлийәттә көрсәткәнлигимизни көргәндә, Худани мәдһийиләшкә вә биз билән биллә униңға ибадәт қилишқа интилиши мүмкин (Йоһ 13:35).