Швейцариядики Ибадәт өйини яхши һаләттә тутуш иши
Тәвсийә үлгилири
«КҮЗИТИШ МУНАРИ» (рус)
Кириш сөз: Вәһий китавидики Апокалипсисниң төрт чавандази һәммигә мәлум. Улар бәзи адәмләрни қорқутса, башқилирини қизиқтуриду.
Айәт: Вһ 1:3
Тәғдим: «Күзитиш мунари» журналиниң мошу санида Вәһий китавидики төрт чавандазниң қандақларчә биз үчүн яхши нәрсини билдүрүши мүмкинлиги һәққидә ейтилиду.
ҺӘҚИҚӘТКӘ ҮГИТӘЙЛИ
Соал: Қандақ ойлайсиз, келәчәкни билиш мүмкинму?
Айәт: Йша 46:10
Һәқиқәт: Худа келәчәктә немә болидиғанлиғи һәққидә өзиниң Сөзи, Муқәддәс китап, арқилиқ ечип бериду.
«АИЛИҢИЗ БӘХИТ-СААДӘТКӘ ЕРИШӘЛӘЙДУ» (hf)
Кириш сөз: Аилә һәққидә мону қисқа видеони көрсәтмәкчи едуқ. [«Аилиңиз бәхит-саадәткә еришәләйду» китапчиси билән тонуштуруш видеосини көрситиң.]
Тәғдим: Бу видеода тилға елинған китапчини оқушни халисиңиз, уни торбәттин қандақ көчиривелишқа болидиғанлиғини көрситип берәй.
ӨЗ ТӘВСИЙӘҢИЗНИ ҚУРАШТУРУҢ
Жуқуридики тәвсийә үлгилириниң қурулушиға қарап, өз тәвсийә үлгиңизни қураштуруң.