ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ЙӘРӘМИЯ 44—48
«Өзүң үчүн улуқ ишларни издәшни» тохтат
Баруқ падишаниң сарийида хизмәт қилған билимлик әмәлдар болуши еһтимал. У Йәһваға ибадәт қилип, Йәрәмиягә садақәтмән ярдәм бәргән болсиму, бир мәзгил тәңпуңлуқни йоқатти. У «улуқ ишларни издәшни» башлап, бәлким, падишаниң сарийидики атақлиқ орунға яки көпирәк байлиққа еришишни халиғанду. Йерусалим йеқин арида вәйран болидиғанлиқтин, аман қелиш үчүн у ойини өзгәртиши керәк еди.