МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Сиз өзүңизни кәчүрәмсиз?
Өтмүштә қилған хаталиқлиримизни Йәһва Худа кәчүргән болсиму, өзүмизни кәчүрүш қийин болуши мүмкин. 2016-жили өткән «Йәһва Худаға садақәтмән болуң!» намлиқ регионлуқ конгресстики нутуқ вә видеода бу мәсилә қараштурулған. «JW Library» программисидин бу видеони йәнә бир қетим көрүп, төвәндики соалларға җавап бериң:
Соняниң җамаәттин чиқирилғанлиғиға қанчә вақит болған еди?
Ақсақаллар Соняға қандақ айәтни оқуп бәргән вә бу униңға қандақ ярдәм бәрди?
Соня қайтидин Йәһва гувачиси болғанда, етиқатдашлар уни қандақ қарши алған?
У қандақ һис-туйғулар билән күрәшкән вә дадиси униңға қандақ ярдәм бәрди?