«Мәрһумлар тириләмду?» намлиқ варақчини тәғдим қилиш (Тувалу)
Тәвсийә үлгилири
«ОЙҒИНИҢЛАР!» (рус)
Соал: Немишкә тәбиий апәткә алдин ала тәйярлиниш керәк?
Айәт: П.н 27:12
Тәғдим: Бу журналда тәбиий апәттин бурун, униң давамида вә униңдин кейин немә қилишимиз керәклиги ейтилиду.
ҺӘҚИҚӘТКӘ ҮГИТӘЙЛИ
Соал: Худаға болған меһир-муһәббитимизни қандақ көрситәләймиз?
Айәт: Й1х 5:3
Һәқиқәт: Худаға болған меһир-муһәббәтни униңға қулақ селиш арқилиқ көрситәләймиз.
«МӘРҺУМЛАР ҺАЯТҚА ҚАЙТА ТИРИЛӘМДУ?» (Т-35)
Соал: Дуния йүзи бойичә көплигән сәмимий адәмләр һәр жили мәрһумларни әсләш мәрасимлирини өткүзиду. Һаяттин кәткән йеқинлиримизни қайта көрүшимиз мүмкинму?
Айәт: Әлч 24:15
Тәғдим: Бу варақчида қайта тирилишкә болған үмүт сизгә қандақ тегишлик екәнлиги муһакимә қилиниду. [Мүмкин болса, «Өлгәнләр үчүн үмүт барму?» намлиқ видеони көрситиң.]
ӨЗ ТӘВСИЙӘҢИЗНИ ҚУРАШТУРУҢ
Жуқуридики тәвсийә үлгилириниң қурулушиға қарап, өз тәвсийә үлгиңизни қураштуруң.