ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ӘЛЧИЛӘР 1—3
Мәсиһий җамаәткә муқәддәс роһ чүшти
Б.м. 33-жили Йерусалимда болған Әллигинчи күн мәйрими, йәни Һосул жиғиш мәйримигә йәһудийларниң көпинчиси башқа йәрләрдин кәлгән (Әлч 2:9—11). Улар Тәврат қануниға риайә қилсиму, лекин пүткүл һаят ят хәлиқләрниң арисида өткән болуши мүмкин (Йр 44:1). Демәк, бәзилириниң көзқариши вә гәп қилиши йәһудийларниңкигә әмәс, өзлири туруватқан йәрдики адәмләрниңкигә охшап кәткән. Һәрхил милләттин болған 3000 киши чөмдүрүлүш мәрасимидин өткәндә, мәсиһий җамаити бир дәқиқидә һәрхил милләттин ибарәт болған җамаәткә айланди. Келип чиқиши һәрхил болсиму, улар «күндин-күнгә мәркизий ибадәтханида» биллә болған еди (Әлч 2:46).
Төвәндә кәлтүрүлгән адәмләргә сәмимий қизиқишни қандақ қилип көрситәләйсиз?
Райониңизға башқа дөләттин кәлгән адәмләргә
Җамаитиңизгә башқа дөләттин кәлгән қериндашларға