ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ӘЛЧИЛӘР 19, 20
«Өзүңларға һәм пүткүл падиға диққәт билән қараңлар»
Ақсақаллар һәр бир қой Мәсиһниң бебаһа қени билән сетип елинғанлиғини әскә елип, падини тәминләйду, қоғдайду вә ғәмхорлуқ қилиду. Қериндашлар Паулға охшаш өз күчини айимай әмгәк қилидиғанларни қәдирләйду вә яхши көриду.