МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
«Квебектики паалийәтни қанунлаштуруш»
Паулни сотлиғанда, у қәйсәргә мураҗиәт қилған. Паул Рим пухраси сүпитидә егә болған һоқуқидин пайдилинип, биз үчүн үлгә қалдурған. «Квебектики паалийәтни қанунлаштуруш» намлиқ видеони көрүп чиқип вә етиқатдашлиримиз Квебектики хуш хәвәрни қоғдаш үчүн өз һоқуқлиридин қандақ пайдиланғанлиғини биливелиң. Андин төвәндики соалларға җавап бериң:
Квебектики қериндашлиримиз қандақ қийинчилиқларға дуч кәлгән?
Улар қандақ алаһидә варақчини тарқатқан вә немигә еришкән?
Эме Буше қериндишимиз билән немә иш йүз бәргән?
Канадиниң Алий соти Буше қериндишимизниң ишиға тегишлик қандақ қарар чиқарған?
Қериндашлар қандақ йәрлик қанундин пайдиланған вә нәтиҗиси қандақ болған?
Сақчилар дин хизмәтчисиниң сөзигә кирип, учришишни өткүзүшкә тосалғулуқ қилғанлиғиниң нәтиҗиси қандақ болған?