Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • mwb19 январь 7-б.
  • «Паул Худаға шүкүр ейтти һәм илһамланди»

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • «Паул Худаға шүкүр ейтти һәм илһамланди»
  • Мәсиһий һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири (2019)
  • Охшаш мәлумат
  • Улар бизгә җанпидалиқ билән хизмәт қилиду
    Мәсиһий һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири (2023)
  • Наһийилик назарәтчиләр бизгә қандақ ярдәм бериду?
    Бүгүнки күндә Йәһваниң ирадисини ким орунлаватиду?
Мәсиһий һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири (2019)
mwb19 январь 7-б.
Уларни көрүп Паул Худаға шүкүр ейтти һәм илһамланди

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

Паул Худаға шүкүр ейтти һәм илһамланди

Римдики җамаәт Паулниң келиватқанлиғини аңлап, бир топ қериндашлар униң алдиға чиқип, қарши елиш үчүн улар 64 километр йол маңған. Уларниң пидакарлиқ билән көрсәткән меһир-муһәббити Паулға қандақ тәсир қилған? Муқәддәс китапта: «Уларни көрүп Паул Худаға шүкүр ейтти һәм илһамланди»,— дәп йезилған (Әлч 28:15). Адәттә Паул җамаәттики қериндашларни илһамландуратти, бирақ у қамаққа елинғандин кейин, өзи қериндашлириниң илһамиға муһтаҗ еди (К2х 13:10).

Бүгүнки күндә наһийилик назарәтчиләр бир җамаәттин йәнә башқа җамаәткә берип, қериндашларни илһамландуриду. Өзгә қериндашларға охшаш наһийилик назарәтчиләрму ғәм-әндишә қилиду, чүшкүнлүккә чүшиду вә һерип қалиду. Келәрки қетим наһийилик назарәтчи билән аяли силәрниң җамаәткә хизмәт қилишқа кәлгәндә, сиз қандақ уларға илһам берип, бир-бириңларни қоллап-қувәтләләйсиләр? (Рм 1:11, 12)

  • Наһийилик назарәтчи вәз учришишини өткүзүватиду

    Вәз учришишлирини қалдурмаң. Җакалиғучилар наһийилик назарәтчи кәлгән һәптидә һәммә учришишларға паал қатнашса, у илһам алиду (Сл1х 1:2, 3; 2:20). Наһийилик назарәтчи кәлгәндә, ярдәмчи пионер болуп хизмәт қилиш һәққидә ойлинип көрүң. Уларниң бири билән вәз хизмитигә бараламсиз яки Муқәддәс китап үгинишкә чақираламсиз? Улар һәр түрлүк җакалиғучилар билән, шу җүмлидин, йеңидин хизмәт қилишни башлиғанлар яки тәҗрибиси аз болғанлар билән хизмәт қилишни халайду.

  • Наһийилик назарәтчи аяли билән меһмандостлуқни көрүватиду

    Меһмандост болуң. Сиз уларға башпана берәләмсиз яки чүшлүк тамаққа чақираламсиз? Шундақ қилиш арқилиқ сиз уларға болған меһир-муһәббитиңизни көрситисиз. Улар сиздин артуқ һеч нәрсә тәләп қилмайду (Лқ 10:38—42).

  • Наһийилик назарәтчи ақсақалларниң учришишиға қатнишиду

    Нәсиһәтләргә вә көрсәтмиләргә бойсунуң. Наһийилик назарәтчи бизниң Йәһваға болған вәз хизмитимизни яхшилитишимиз үчүн меһрибанлиқ билән ярдәм бериду. Бәзи вақитларда у қаттиқ нәсиһәт бериши еһтимал (К1х 5:1—5). Биз көрсәтмиләргә бойсунсақ, у хошал болиду (Иб 13:17).

  • Җамаәт әзалири наһийилик назарәтчигә миннәтдарлиғини билдүриду

    Миннәтдар болуң. Наһийилик назарәтчи вә униң аяли көрсәткән иш-һәрикәтләрдин сиз қандақ пайда алғанлиғиңизни уларға ейтип бериң. Буни шәхсән өзлиригә ейтсиңиз яки хәт язсиңиз болиду (Кл 3:15).

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш