МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Кариб араллирида қийнчилиқ тартиватқанларға ярдәм бериш
Биринчи әсирдә болғандәк, бүгүнки күндә апәтләрдин қийинчилиқ тартиватқан етиқатдашларға сөйгү-муһәббәтни көрситиш, биз үчүн чоң шан-шәрәп (Йоһ 13:34, 35). «Меһир-муһәббәтни әмәлийәттә көрситиш. Аралларда ярдәм бериш хизмити» намлиқ видеода етиқатдашлар Кариб араллирида яшайдиған қериндашларға қандақ ярдәм бәргәнлигини көрүп, төвәндики соалларға җавап бериң:
Кариб аралиридики етиқатдашлиримиз «Ирма» вә «Мария» дәп аталған ямғурлуқ боран чапқунға учрап, қандақ қийинчилиқни тартти?
Йәһва Худа Кариб аралиридики Өз хизмәтчилиригә етиқатдашлар арқилиқ қандақ ярдәм бәргән?
Ямғурлуқ боран чапқундин қийинчилиқ тартиватқанларға етиқатдашларниң меһир-муһәббити қандақ тәсир қилған?
Көплигән қериндашлар қайта қуруш ишлириға қандақ қатнашқан?
Биз қайта қуруш ишлириға қандақ қатнишалаймиз?
Меһир-муһәббәткә толған тәшкилатниң әзаси болуш һәққидә бу видео сизни қандақ һис-туйғуға кәлтүрди?