МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Яхши ишлар һәргиз унтулмайду
Худаниң барлиқ хизмәтчилири, Йәһва есидә мәңгү сақлап қалидиған ишларни қилалайду. Өз балилириниң утуқлирини қәдирләйдиған сөйүмлүк ата-аниларға охшаш, Йәһва Худаму бизниң Униң исмиға болған меһир-муһәббитимизни вә хизмитимизни һәргиз унтумайду (Мт 6:20; Иб 6:10). Әлвәттә, һәрбиримизниң қабилийитимиз вә вәзийитимиз һәртүрлүк. Бирақ, биз бар күчимизни чиқирип Йәһваға хизмәт қилсақ, хошаллиққа еришәләймиз (Гл 6:4; Кл 3:23). Көплигән жиллар бойи миңлиған қериндашлар Бәйтәлдә хизмәт қилған. Сиз Бәйтәлдә пидаий хизмәткә қатнишаламсиз? Әгәр хизмәт қилалмисиңиз, башқилирини шундақ хизмәт қилишқа дәвәт қилаламсиз яки Бәйтәлдә хизмәт қиливатқан қериндашқа өз хизмитини давамлаштурушқа ярдәм берәләмсиз?
«ӨЗҮҢИЗНИ БӘЙТӘЛДӘ ХИЗМӘТ ҚИЛИШҚА БЕҒИШЛАҢ» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРСИТИП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
Бәйтәлдә хизмәт қилишқа сизни немә дәвәт қилиши керәк?
Бәзи қериндашлар Бәйтәлдә алған бәрикәтлири һәққидә немә дегән?
Бәйтәлдә хизмәт қилиш үчүн немә тәләп қилиниду?
Бәйтәлдә хизмәт қилишқа илтимас хетини толдуруш үчүн немә қилиш керәк?