МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Вәз қилиш маһаритимизни ашуримиз. Вәзийәткә қарап иш тутуш
БУ НЕМӘ ҮЧҮН МУҺИМ? Майланғанлар вә башқа қойлар һәммә адәмләрни «һаят сүйини һәқсиз» ичишкә чақириватиду (Вһ 22:17). Бу символлуқ мәнадики су — адәмләр гуна билән өлүмдин азат қилиниши үчүн Йәһва бериватқан һәммә нәрсиләр. Һәрқандақ урп-адәтләрни вә диний көзқарашларни тутуп келиватқан адәмләргә ярдәм бериш үчүн, биз «мәңгү хуш хәвәрни» ейтқанда һәрбир адәмниң еһтияҗлирини нәзәрдә тутушимиз лазим (Вһ 14:6).
МӘХСӘТКӘ ҚАНДАҚ ЙЕТӘЛӘЙСИЗ?
Райониңизда учрайдиған адәмләрниң қәлбилиригә тәсир қилидиған Муқәддәс китаптики мавзуларни вә айәтләрни таллаң. Сиз сөһбәт үлгилирини яки өзүңиз утуққа йәткән тәвсийә үлгилирини қоллансиңиз болиду. Адәттә адәмләрни қандақ мавзулар яки айәтләр қизиқтуриду? Адәмләр ахирқи йеңилиқлар һәққидә ойламду? Әр вә аял кишиләргә қандақ тәвсийәләрни қоллансақ болиду?
Кишиләр билән учрашқанда йәрлик адәт бойичә саламлишип, сөһбәтлишиң (К2х 6:3, 4).
Һәқиқәткә қизиқидиған кишиләргә хуш хәвәрни йәткүзүш үчүн, тәлим бериш қураллири йәни әдәбиятлар билән видеоларни алдин ала көрүп чиқиң.
Райониңизда учритидиған кишиләрниң ана тилидики мәлуматларни торбетимиздин көчиривелиң.
Өй егисиниң еһтияҗлириға қарап, мавзуларни таллаң (К1х 9:19—23). Мәсилән, әгәр өй егиси йеқинидин айрилған болса, немә дейишкә болиду?
ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
Вәз ейтқучи өй егиси билән қандақ мавзу һәққидә сөһбәтни башлиди?
Өй егисиниң һаятида қандақ вақиәләр болувататти?
Бундақ вәзийәттә Муқәддәс китаптики қайси айәтни оқуш тоғра болатти вә немә үчүн?
Тәвсийә үлгилирини райониңиздики адәмләр үчүн қандақ қоллиналайсиз?