МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Пионер болуп, Йәһвани мәдһийиләң
Исраилларниң Йәһвани мәдһийиләшкә көп сәвәплири болған. Йәһва уларни Мисир қуллиғидин вә пирәвнниң әскәрлиридин азат қилған (Чқ 15:1, 2). Йәһва Өз хәлқигә давамлиқ ғәмхорлуқ көрсәтмәктә. Биз Униңға миннәтдарлиғимизни қандақ билдүрәләймиз? (Зб 116:12).
Миннәтдарлиқ билдүрүшниң бир йоли — пионер яки ярдәмчи пионер болуп хизмәт қилиш. Пионер болуп хизмәт қилиш истиги вә керәклик күч һәққидә дуа қилсиңиз болиду (Фп 2:13). Нурғунлири бешида ярдәмчи пионер болуп хизмәт қилған. Март вә апрель айлирида вә наһийилик назарәтчи җамаәтни зиярәт қилидиған айда 30 яки 50 саат вәз қилсиңиз болиду. Бәлким, ярдәмчи пионер болуп хизмәт қилиштин көп хошаллиқ елип, пионер болушни халайдиғансиз. Һәтта толуқ вақит ишләйдиғанлар вә саламәтлиги начар болған бәзи қериндашларниңму пионер болуп хизмәт қилиш мүмкинчилиги болған (mwb16.07 8-б.). Йәһва Худа Уни мәдһийиләш үчүн чиқарған күчиңизни бәрикәтләйдиғанлиғи сөзсиз (Т1я 16:25).
«МОҢҒОЛИЯДИКИ ҮЧ ҚЕРИНДАШ» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
Пионер болуп хизмәт қилиш үчүн үч һәдә-сиңил қандақ қийинчилиқларға дуч кәлгән вә уларни қандақ йәңгән?
Улар қандақ бәрикәтләргә еришкән?
Уларниң пионер болуши Йәһваға көпирәк хизмәт қилишниң қандақ мүмкинчиликлирини яратқан?
Үч қериндашниң үлгилири башқиларға қандақ тәсир қилған?