МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Вәз қилиш маһаритимизни ашуримиз. Камера яки домофон арқилиқ вәз қилиш
БУ НЕМӘ ҮЧҮН МУҺИМ? Технологияләр тәрәққият әткән вә җинайәт көпәйгән бу заманда адәмләрниң өйлиридә бехәтәрлик камералар вә домофонлар кәң тарқалған. Биз өзүмиз көрәлмәйдиған, лекин бизни назарәт қилалайдиған кишигә хуш хәвәрни ейтишқа тиришқанда, қорқунучлуқ бесивелиши мүмкин. Төвәндики мәслиһәтләр камера яки домофон арқилиқ қорқмай вәз қилишқа ярдәм бериду.
БУНИҢ ҮЧҮН НЕМӘ ҚИЛИШ КЕРӘК?
Иҗабий көзқарашни сақлаң. Өйидә бехәтәрлик камериси яки домофон орнитилған нурғун өй егилири биз билән сөзлишишкә келишиду
Есиңиздә болсун, бәзи камерилар сиз техи қоңғурақни чалмай туруп йезишни башлайду вә өй егиси сиз униң ишигигә йеқин кәлгәндин кейин сизни аңлалайду вә көрәләйду
Өй егиси җавап бәргәндә униң өзи билән үзму үз сөзлишиватқандәк күлүмсирәп, үз һәрикитини қилиң. Ишикниң алдиға кәлгәндә ейтмақчи болған тәвсийңизни ишлитиң. Әгәр шу өйдә камера болса, камериға бәк йеқин турмаң. Өй егиси җавап бәрмисә, учур қалдурмаң
Өй егиси билән сөзлишип болғандин кейин, у сизни техичә аңлап, көрүватқан болуши мүмкин екәнлигини унтумаң