ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ЧИҚИШ 29, 30
Йәһва Худаға берилгән ианә
Муқәддәс чедири қурулған чағда, мәйли бай йә гадай болсун, исраилларниң һәммиси Йәһваға болған ибадәтни маддий тәрәптин қоллап-қувәтләш шан-шәрипигә егә болған. Бүгүнки күндә сиз Йәһва Худаға қандақ ианә берәләйсиз? Ианә беришниң бир усули — Ибадәт өйлири, Конгресс сарайлири, жирақлаштурулған тәрҗимә идарилири, филиаллар вә Йәһваға ибадәт қилиш үчүн ишлитилидиған башқиму имарәтләрни маддий тәрәптин қоллаш.
Төвәндә кәлтүрүлгән айәтләрдин һәқиқий ибадәтни маддий тәрәптин қоллап-қувәтләшкә бағлиқ немини үгинәләймиз?