МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Күчиңиз билән вақтиңизни Йәһваға хизмәт қилиш үчүн қандақ ишлитәләйсиз?
Йәшая пәйғәмбәр алдин-ала ейтқандәк, Худа тәшкилатиниң йәрдики қисми бурун болмиған кәң даиридә тарқилип, өсүватқанлиғини өз көзүмиз билән көрүватимиз (Йша 54:2). Шуңа йеңи Ибадәт өйлири, Конгресс сарайлири вә филиалларни қуруш керәк. Бу беналар қурулуп болғандин кейин уларни асрап-күтүш керәк, бәзи беналар болса, җөндәшкә муһтаҗ болуши мүмкин. Бу күчимиз билән вақтимизни Йәһваға хизмәт қилиш үчүн ишлитишкә қандақ пурсәтләрни яритиду?
Вәз қилиш топимиз билән биллә Ибадәт өйини тазилаш ишлириға қатнишалаймиз
Ибадәт өйини асрап-күтүшни үгинип, пидаий хизмәтчи болалаймиз
«Йәрлик лайиһә/Қурулуш программисиға қатнишиш үчүн илтимас хетини» (DC-50) толдуруп, өйүмизгә йеқин йәрдики қурулуш ишлириға қатнишип туралаймиз
«Пидаий хизмәтчиләр үчүн илтимасни» (A-19) толдуруп, Бәйтәлдә яки филиалниң назарити астидики башқа имарәтләрдә бир һәптә яки униңдин көпирәк вақит хизмәт қилалаймиз.
«ПЛАНЛАНҒАН ЙЕҢИ ҚУРУЛУШ. ҮЗҮНДӘ» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
2014-жилдин тартип видеоларни қандақ қилип көпирәк ишлитишни башлидуқ?
Ибадитимиз үчүн ишлитилидиған видеоларни чүшириш үчүн қандақ лайиһә уюштурулди вә қурулушни пүтүрүш үчүн қанчә вақит сәрип қилиниду?
Шу лайиһидә пидаий хизмәтчиләр қандақ ярдәм берәләйду?
Рамаподики қурулуш ишиға қатнишишни халисиңиз, илтимасни (DC-50) толдуруп, өйүңизниң қешидики Йәрлик лайиһә/Қурулуш программисиға қатнишаламсиз?
Йәһва бу лайиһигә йетәкчилик қиливатқанлиғиға қандақ испатлар бар?
Бу лайиһигә шәхсән қатнишалмисақму, уни қандақ қоллап-қувәтләләймиз?