ХИЗМӘТТӘ ТЕХИМУ ҮНҮМЛҮК БОЛУҢ | ВӘЗ ХИЗМИТИДИН КӨПИРӘК ХОШАЛЛИҚ ЕЛИҢ
Соалларни қоюң
Йәһва «бәхитлик Худа» вә У хошаллиқ билән хизмәт қилишимизни халайду (Т1х 1:11). Маһаритимизни ашурғансири, хошаллиғимизму көпийиду. Соаллар адәмләрни қизиқтурушқа вә сөзни башлашқа ярдәм бериду. Соаллар адәмләрни ойлинишқа дәвәт қилиду (Мт 22:41—45). Адәмгә соал қоюп, уни тиңшиғанда, униң биз үчүн муһим екәнлигини көрситимиз (Яқ 1:19). Адәмниң җаваплири сөзни қаяққа елип маңидиғанлиғимизни билишкә ярдәм бериду.
«ШАГИРТ ТӘЙЯРЛАШТА ХОШАЛЛИҚ ТЕПИҢ. МАҺАРИТИҢИЗНИ АШУРУҢ. СОАЛЛАРНИ ҚОЮШ» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
Джейд қандақ яхши хисләтләрни көрсәтти?
Нита соаллар қоюш арқилиқ шәхсий қизиқишини қандақ көрсәтти?
Джейдни хуш хәвәргә техиму қизиқтуруш үчүн Нита соалларни қандақ қолланди?
Нита соалларниң ярдими билән Джейдниң ойлинишиға вә тоғра хуласә чиқиришиға қандақ ярдәм бәрди?