Kokkinakis v. Greece: Droit réservé
Саат йөнилиши бойичә үстидин, солдин оңға: Ғәрбий Вирджи́ния штатиниң Билим бериш министирлиги Барнетқа қарши; Коккинакис Грецияға қарши; МРО «Таганрог» вә башқилар Россиягә қарши; Ча вә башқилар Җәнубий Кореяға қарши
МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Қанун арқилиқ хуш хәвәр йәткүзүш һоқуқини қоғдаш
Қаршилашқучилар исраилларниң ибадәтханини қайта қуруш ишини тосимақчи болғанда, қурулушчилар өзлириниң қануний һоқуқини қоғдашқа тиришқан (Әзр 5:11—16). Худди шуниңға охшаш мәсиһийләрму хуш хәвәрни қоғдап, уни қанун арқилиқ орнитиш үчүн һәрикәт қилип кәлмәктә (Фп 1:7). Шу мәхсәт билән 1936-жили Баш идарә Қанун бөлүмини тәшкил қилған. Бүгүнки күндә Қанун бөлүми пүткүл дуния йүзи бойичә Падишалиқ мәнпәитини қоғдаш үчүн паалийәт тәшкиллигән. Бу бөлүм Падишалиқниң мәнпәитини илгири сүрүшигә вә Худа хәлқигә қандақ ярдәм бериватиду?
«БАШ ИДАРИДИКИ ҚАНУН БӨЛҮМИНИ ТОНУШТУРУШ» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
Йәһва гувачилири қанун тәрипидин қандақ қийинчилиқларни баштин кәчүрүватиду?
Қайси сотларда биз ғәлибә қазанған едуқ? Мисал кәлтүрүң
«Хуш хәвәрни қоғдаш вә уни қанунлаштуруш үчүн» қандақ қилип һәрбиримиз өз һәссимизни қошалаймиз?
Торбетимизниң қайси йеридин Худа хәлқигә мунасивәтлик вақиәләрни вә ишәнчиси үчүн түрмидә олтарған Йәһва гувачилириниң тизимини көрсәк болиду?