Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • w21 июнь 31-б.
  • Оқурмәнләрниң соаллири

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Оқурмәнләрниң соаллири
  • Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2021
  • Охшаш мәлумат
  • Мону соалларға җавап тепиң
    2017—2018 жилниң наһийилик конгрессиниң программиси (Филиал вәкили билән)
Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2021
w21 июнь 31-б.

Оқурмәнләрниң соаллири

Паулниң: «Қанун арқилиқ, қанунға нисбәтән өлдүм» дегән сөзлири немини билдүриду? (Гал. 2:19)

Әлчи Паул.

Паул мундақ дәп язған: «Худаниң алдида яшаш үчүн қанун арқилиқ, (Тәврат) қанунға нисбәтән өлдүм» (Гал. 2:19, ЙД).

Паулниң язған мошу сөзлири Рим империясиниң Галатия өлкисидики җамаәтләргә язған хетидики асасий мәхситигә мас кәлгән. Шу йәрдики Әйсаниң бәзи шагиртлири сахта йетәкчиләрниң тәсиригә учриған. Әшу кишиләр қутқузулушқа еришиш үчүн киши Тәврат қануниға бойсунуши болупму, хәтнә қилиниши керәк, дәп тәлим бәргән. Бирақ әнди Паул Худаниң Өз хизмәтчилиридин хәтнә қилишни тәләп қилмайдиғанлиғини билгән. Паул қайил қиларлиқ усулда шу ялған тәлимләрни рәт қилған вә қериндашларниң Әйса Мәсиһниң төләм қурбанлиғиға болған ишәнчисини күчәйткән (Гал. 2:4; 5:2).

Муқәддәс китапта наһайити ениқ қилип адәм өлгәндә, һис-туйғулири болмайду вә әтраптики һечнәрсә униңға тәсир қилалмайду, дәп үгитиду (Вәз 9:5). Паул «қанунға нисбәтән өлдүм» дейиш арқилиқ, әнди у Тәврат қануни астида әмәслигини ейтмақчи болған. «Худаниң алдида яшаш үчүн», Паул төләм қурбанлиғиға ишиниши керәклигини тонуп йәткән.

Қанун арқилиқ Паулниң вәзийити өзгәргән. Қандақ? У буни чүшәндүрүп, мундақ дегән: «Лекин инсан Қанун ишлири бойичә әмәс, бәлки пәқәт Мәсиһ Әйсаға етиқати арқилиқ һәққаний дәп елан қилинишини билгәнликтин» (Гал. 2:16). Демәк, қанун муһим бир рольни ойниған. Паул Галатиядики етиқатдашларға: «Вәдә берилгән әвлат кәлмигичә, қилмишларни рошән қилиш үчүн қошумчә берилгән»,— дәп чүшәндүргән (Гал. 3:19). Намукәммәл, гунакар инсанлар қанунға мукәммәл һалда бойсуналмайду. Шуңа қанун, улар ахирида бир мукәммәл қурбанлиққа муһтаҗ болидиғанлиғини ениқ көрсәткән. Демәк, қанун кишиләргә вәдә қилинған әвлат, бу Мәсиһ Әйса екәнлигини тонуп йетишигә ярдәм бәргән. Әгәр кишиләр Әйса Мәсиһкә ишәнсә, улар Худа алдида һәққаний, дәп җакалинатти (Гал. 3:24). Паул Тәврат қануни арқилиқ Әйсани қобул қилип, униңға ишәнгән. Шуңа Паул һәққаний, дәп җакаланди. Демәк, Паул Тәврат «қанунға нисбәтән» өлгән вә «Худаниң алдида» яшалиған. Әнди Тәврат қануни әмәс, бәлки Худа униң үстидин һөкүмранлиқ қилған.

Паул римлиқларға язған хетидиму шуниңға охшаш ой-пикирни ипадилигән: «Қериндашлирим, силәрму... Мәсиһниң тени арқилиқ Тәврат кануни үчүн өлдүңлар. Лекин, бизни мәккәм тутуп турған йезилған қанунлар топлими бойичә кона Қанунға қул болмаслиғимиз үчүн, бәлки йеңи мәнада — роһ бойичә қул болуш үчүн, әнди биз Қанундин әркин болдуқ» (Рим. 7:4, 6). Мошу айәтләрдә вә Галатилиқларға 2:19-айәттидә шу ениқ көрүнүп турудики, Паул қанун бойичә һөкүм қилинған гунакар сүпитидә өлүш тоғрисида әмәс, әксинчә шу қанундин азат болуш тоғрилиқ ейтқан. Әнди Тәврат қануни Паулға вә башқа Худа хизмәтчилирини өз күчи астиға алалмайду. Улар Мәсиһниң төләм қурбанлиғиға ишиниш арқилиқ, азатлиққа еришкән.

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш