Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • w21 декабрь 14-б.
  • Оқурмәнләрниң соаллири

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Оқурмәнләрниң соаллири
  • Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2021
  • Охшаш мәлумат
  • Лавийлар китавидин башқиларға қандақ муамилә қилишни үгинәләймиз
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2021
  • «Муқәддәс болуңлар»
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2021
  • «Сениң исмиң муқәддәс болғай»
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2020
Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2021
w21 декабрь 14-б.
Бир қериндаш йәнә бир қериндашқа җамаәттики бири тоғрисида қәстән ғевәт-шикайәт қиливатиду.

Оқурмәнләрниң соаллири

Лавийлар 19:16-айәттики: «[Башқиларниң] қенини издимә»,— дегән буйруқ немини билдүриду? Биз буниңдин немини үгинәләймиз?

Йәһва Худа Исраилларға муқәддәс болуңлар дегән. «Хәлқиңдә сөз тошума вә достуңниң [башқиларниң] қенини издимә. Мән Йәһва» (Лав. 19:2, 16).

«Қенини издимә» дегән ибарә, әсли ибраний тилида бир идиома болған. Лавийлар китавидики бу идиоманиң мәнаси һәққидә бир йәһудий пайдилиниш материаллирида шундақ дейилгән: «Мошу айәтниң бу бөлүгини тәрҗимә қилиш қийин. Сәвәви идиоманиң мәнасини чүшиниш тәс. Бу йәрдә удул мәнада биригә зиян-зәһмәт йәтсә, йенида қарап турма дегәнни билдүриду».

Бәзи алимлар бу ибарә билән 15-айәтниң мәзмуни бағлинишлиқ дәп ойлайду. 15-айәттә шундақ йезилған: «Сотта һәққанийсизлиқ, намратқа иккийүзлүк, байға болса үз-хәтирилик қилма. Кишигә адил һөкүм чиқарғин» (Лав. 19:15). Әгәр бу ибариниң мәниси тоғра болса, ундақта, 16-айәттики бу буйруқ Исраилларниң дәва, сода тиҗарәт яки аилидики ишларда башқиларға зиян йәткүзмәслиги вә өз мәнпәити үчүн растчил болуш керәклигини көрситиду. Дәрһәқиқәт, биз чоқум шундақ ишларни қилмаслиғимиз керәк. Амма 16-айәттики ибарини техиму мәнтиқийгә уйғун һалда чүшиниш үчүн көпирәк издинишимиз керәк.

Айәтниң биринчи бөлүгидә Худа өз хәлқиниң гәп тошуғучи болуп жүрмәслиги һәққидә буйруқ бәргән. Төһмәт қилиш пәқәт ғевәт-шикайәт яки питнә-иғваларни тарқитиштин башқа, йәнә қийинчилиқларниң туғулушиға сәвәп болуши мүмкин (Пәнд н. 10:19; Вәз 10:12—14; Тим. 1-х. 5:11—15; Яқуп 3:6). Төһмәт — дайим башқиларниң нам-абройиға зиян йәткүзүшни мәхсәт қилған гәп сөзләрдур. Төһмәт қилғучи, бәлким, башқа кишигә қарши ялған гувалиқ берип, һәтта шу кишиниң һаятиға хәвп-хәтәр туғдуруши мүмкин. Мәсилән, Набут төһмәт чапланғанлиғи үчүн чалма кесәк қилинип өлтүрүлгән (Пад. 1-яз. 21:8—13). Лавийлар 19:16-айәтниң иккинчи бөлүгидә төһмәт қилғучиниң башқиларниң һаятиға зиян-зәһмәт йәткүзмәслиги тилға елинған.

Униңдин башқа, ғәрәзлик төһмәт қилиш өчмәнликниң қанчилик күчлүк екәнлигини көрситип бериду. Йоһанниң 1-хети 3:15-айәттә йезилған: «Өз қериндишини өч көргән һәрқандақ киши — қатилдур вә силәр шуни билисиләрки, һечбир қатилда мәңгүлүк һаят қалмайду». Диққәт қилсақ, Йәһва Худа Лавийлар 19:16-айәттики буйруқлардин кейин Исраил хәлқигә йәнә шундақ дегән: «Жүригиңдә қериндишиңниң дүшмини болма» (Лав. 19:17).

Шуңлашқа, Мәсиһ әгәшкүчиси үчүн Лавийлар 19:16-айәт күчлүк бир агаһландуруш. Әгәр биз башқиларға өчмәнлик яки һәсәтхорлуқ қилсақ, уларға зиян-зәһмәт йәткүзүмиз, йәни уларға төһмәт қилип, қәлбимиздә өч-адавәт сақлиғанлиғимизни көрситимиз. Мәсиһ әгәшкүчилири бундақ ишлардин қәтъий җирақ туруши керәк (Мәт. 12:36, 37).

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш