Сиз биләмсиз?
Муқәддәс китап заманида адәмләр жиллар вә айларниң башлинишини қандақ бәлгүлигән?
ВӘДӘ қилинған зиминда яшиған исраиллар үчүн жил йәр һәйдәп, уруқ чечиш билән башланған еди. Бу вақит бүгүнки күндики сентябрь вә октябрь айлириға тоғра келиду.
Ай календари бойичә бир жил 12 айни өз ичигә алған болуп, һәрбир ай қанчә күн болуши асмандики айниң толуш вақтиниң узун-қисқа болушиға қарап һесапланған еди. Шуңа һәрбир ай 29 яки 30 күн болған.Бирақ ай календари күн календаридин қисқа болған. Шуңа кишиләр бу икки календарьни бир-биригә маслаштуруш үчүн бир амал издигән. Кишиләр келидиған бир жил башлиништин илгири, һәр жили бирқанчә күнни яки бирқанчә жилда бир айни қошқан. Шу арқилиқ, календарьни уруқ чечиш вә һосул жиғиш пәсиллири билән мас кәлтүргән еди.
Амма Муса пәйғәмбәрниң заманида, Худа исраилларға жилниң биринчи ейини абиб (нисан) ейидин башлашни ейтқан еди (Чиқ. 12:2; 13:4). Бу айда өткүзүлгән «һосул жиғиш» һейтида, арпидин жиғилған тунҗа һосул Йәһваға тәғдим қилинған еди (Чиқ. 23:15, 16).
Бир тәтқиқатчи қошумчә бир айни қошуш-қошмаслиқни бәлгүләш асан болғанлиғини ейтқан. У шундақ дегән: «Нисан ейиниң ай толған күни (14-нисан), йәни баһар пәслидики күн-түн тәңләшкән күндин кейин, өтүп кетиш һейти өткүзүлүши керәк еди. Шуңа исраиллар жил ахирида, Өтүп кетиш һейти күн-түн тәңлишидиған күндин бурунирақ келидиғанлиғини байқиғанда, нисан ейидин илгири қошумчә бир айни (13-ай) қошқан» (The History of the Jewish People in the Age of Jesus Christ, (175 B.C.– A.D. 135)).
Йәһва гувачилири Мәсиһниң өлүмини хатириләш, йәни кәчлик дәстихан жиғилиши қайси күни өткүзүлүши керәклигини бәлгүләш үчүн әшу усулдин пайдилиниду. Бу баһар пәслидә вә ибраний календари бойичә 14-нисан күни өткүзүлүши керәк. Бу күнниң қайси күни болидиғанлиғи дунияниң җай-җайлиридики җамаәтләргә алдин-ала билдүрүлидуa.
Бирақ исраиллар бир айниң қайси күни ахирлишип, йеңи бир айниң қайси күни башлинидиғанлиғини қандақ билгән? Бүгүнки күндә буни календарьға яки янфон вә компьютерға қарапла биләләйсиз. Амма Муқәддәс китап заманида бу бундақ асан болмиған еди.
Нуһниң заманида, һәрбир ай 30 күн еди (Ярит. 7:11, 24; 8:3, 4). Кейинирәк йәһудийларниң календарида бир ай чоқум 30 күн болмиған. Йәһудийларни һесаплаш усули бойичә, йеңи ай кишиләр асманда йеңи чиққан айни көргән күндин башлиниду. Кейинки йеңи ай көрүнгәнгә қәдәр 29 яки 30 күн өтүп кетиду.
Бир қетим, Давут билән Йонатан йеңи бир айниң башлинишини тилға елип әтә йеңи ай байрими дегән еди (Сам. 1-яз. 20:5, 18). Қаримаққа миладидин илгирики 11-әсиргә кәлгәндә, йәһудий календари бойичә айлар алдин-ала һесаплап қоюлған. Ундақта, йеңи бир айниң қайси күни башлинидиғанлиғини адәттики адәмләр қандақ билгән? Йәһудийларниң еғиздин-еғизға көчүп жүргән қануни вә урп-адити хатириләнгән «мишина» бир жип учи билән тәминләйду. Бу китапта, йәһудийлар Бабилдин өз жутлириға қайтип кәлгәндин кейин, йәттә ай байрам өткүзүлгән мәзгилдә, алий кеңәш (йәһудийларниң алий соти) һәр айниң 30-күни балдурирақ бир вақитта җәм болуп, йеңи айни қайси вақит башлайдиғанлиғини қарар қилған. Улар бу қарарни қандақ чиқарған?
Йерусалимниң әтрапидики егиз тағларда кечиси асманни күзүтүшкә қоюлған адәмләр бар еди. Улар йеңи ай көрүнгән һаман алий кеңәшкә хәвәр бәргән. Алий кеңәш әзалири йеңи айниң чиққанлиғиға йетәрлик испат бар дәп қариса, әшу күнни йеңи ай башлинидиған күн дәп елан қилған. Әгәр күзәтчиләр булут яки туман сәвәплик, йеңи ай чиққанлиғини көрәлмигән һаләттә немә қилған? Ундақта, бу ай давам қилғанлиғиға 30 күн болғанлиғи вә йеңи ай әтиси башлинидиғанлиғини елан қилған еди.
Мишинаниң сөзлиригә асасланғанда, Йерусалимға йеқин зәйтун теғи үстидә от йеқип, ис чиқириш арқилиқ алий кеңәшниң чиқарған қарари кишиләргә хәвәр қилинған. Исраилниң башқа егиз җайлиридиму от йеқилип, хәвәр берилгән. Кейинки вақитларда болса, алий кеңәш хәвәрчиләр арқилиқ хәтләрни әвәткән. Бу усуллар арқилиқ, Йерусалим вә башқа җайдики йәһудийларға йеңи айниң башлиниши билдүрүлгән. Буниң билән, һәммә җайлардики йәһудийлар һәрқайси пәсилләрдики һейт-байрамларни охшаш бир вақитта өткүзгән еди.
Бу җәдвәл бизниң йәһудий календаридики ай, һейт-байрам вә пәсилләрни техиму яхширақ чүшинишимизгә ярдәм бериду.
a «Күзитиш мунариниң» (рус) 1990-жил, 15-февраль саниниң 15-бетигә вә 1977-жил, 15-июнь саниниң «Оқурмәнләрниң соаллири» дегән сәһипигә қараң.